- Йеңилиқлар
- 27 Тамыз, 2015
Һәр каллида бир хиял
Қурут-қоңғузлар бүркүтләрдин қорқмайду. Улар тохулардин қорқиду.
***
Үч-төрт ағинә жиғилип қалғанда өзиңиз тоғрилиқ сөзләшкә алдиримаң. Сиз тоғрилиқ гәп сиз кәткәндин кейин башлиниду.***
Туғутларниң нәччә түриниң болидиғанлиғини биләмсиз? Улар вақтидин илгири, өз вақтида, вақтидин өтүп кәткән вә туюқсиз йүз бәргән туғутлар, дәп төрт түргә бөлүниду. Вақтидин илгири дәп тойдин алтә ай илгири йүз бәргән туғутни атаймиз. Өз вақтида дегинимиз, тойдин тоққуз ай өткәндин кейин йүз бәргән туғут. Вақтидин өтүп кәткини — аҗришип болғандин кейин он ай өтүп йүз бәргән туғут. Туюқсиз дегинимиз, сизниң тоюңиздин кейинла қейинаниңизниң бошинип қелиши.
***
Һәқиқий аялниң һаяти яш җәһәттин үч дәвирдин ибарәт: яшлиқ дәври, иккинчи яшлиғи вә мәңгүлүк яшлиғи.264 рет
көрсетілді0
пікір