• Йеңилиқлар
  • 27 Тамыз, 2015

Тәйярлиғимиз яман әмәс

Санақлиқ күнләрдин кейин елимиздә йеңи оқуш жили башлинип, мәктәп һойлилири йәнә гөдәкләрниң шат күлкиси билән җанлиниду. Рәсмий мәлуматларға сүйәнсәк, бийил елимиздә 37 миң оқуғучи биринчи синип  босуғисини атлайду.Әнди йеңи оқуш жилиға билим елиш ана тилимизда жүргүзүлидиған мәктәпләрму пухта тәйярлиқ билән кәлди. Уни төвәндики мақалилар түркүмидин ениқ байқашқа болиду. Йеңи оқуш жили, у қандақ шараитта башланмисун, һәммимиз үчүн хошаллиқ вә һаяҗанлиқ дәқиқидур. Маарип саһасиниң хадимлири өзлириниң шәрәплик ишини қизғинлиқ билән башлиди. Шу җүмлидин Алмута  шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң коллективи өткән оқуш жилиниң емтиһанлири аяқлишиши биләнла йеңи оқуш жилиға тәйярлиқни қизғин башлавәткән еди. Қолумизда бар мүмкинчиликләрни толуқ пайдилинип, еқимдики җөндәш ишлирини жүргүзүвалдуқ. Муәллимләр коллективи бир түркүм яш устазлар билән толуқтурулди. Уларниң көпчилиги башланғуч синипларға муәллим болуп кәлди. Мәктивимиздә бала сани жилдин-жилға көпийиватиду. Әпсус, синип бөлмилири йетишмәйватиду. Бийил алтә биринчи синип ечилмақчи. Башқа синипларму сирттин кәлгән оқуғучилар билән толуқлиниватиду. Бийил мәктивимиздин учум болған шагиртлиримиздин 11 бала колледжға, 8 бала алий оқуш орунлириға чүшкәнлиги тоғрисида хуш хәвәр аңлидуқ. Әлвәттә, бу чоң утуқ дәп ойлаймән. Җәмләп ейтқанда, муәллимләр коллективи өз ишлириға қизғин киришти, мәктивимизниң йеңи оқуш жилиға тәйярлиғи яман әмәс.

Хуршидәм НИЯЗОВА,

М. Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң мудири.

402 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы