• Йеңилиқлар
  • 27 Тамыз, 2015

Мәйрәмлик соғилар

Дүшәнбә күни Әмгәкчиқазақ наһийәсигә иш бабидики сәпәр билән кәлгән Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов наһийәниң бирнәччә иҗтимаий орунлирини арилап чиқти. Униңға наһийә һакими Бинәли Ысқақ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Әлихан Тойбаев, наһийә һакиминиң орунбасарлири вә бөлүм башлиқлири һәмра болди.Дәсләп Амандық Ғаббас оғли Ишиктә шәһиридики 280 орунлуқ «Айжан» балилар бағчисиниң ечилиш мәрасимиға қатнашти. Бу музыка зали, спорт зали, «Өзини-өзи тонуш», қазақ тили, психология, медицина, методика кабинетлири, ашхана бар. Йеңи бағчида 36 педагог, 27 алий билимлик тәрбийичи, 27 оттура мәхсус билимлик тәрбийичи, 13 тәрбийичиниң ярдәмчиси, 1 психолог, 1 музыкилиқ рәһбәр, 1 тәнтәрбийә, 1 қазақ тили пәниниң муәллими хизмәт қилиду. – Бүгүн – хошаллиқ күн. Сәвәви, шәһириңларда заманға лайиқ, чоң бала бағчиси балиларни қучақ ечип қарши еливатиду, – деди Амандық Ғаббас оғли, – Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси билән «Балапан» программиси асасида кейинки 5 жилда вилайәттики бала бағчилардики орун 34 миңдин ашти. Бийил 92 бала бағчиси, 17 мәркәз ечилиду, дәп күтүлмәктә. Бу иш  әмәлгә ашса, вилайәт бойичә мәктәпкичә болған тәрбийә билән тәминләш 77,3 пайизни тәшкил қилиду. Демәк, Әмгәкчиқазақ наһийәсидә өз новитини күткән 5 миңдин артуқ балиниң бәлгүлүк бир пайизи бала бағчилирида тәрбийилинидиған болиду. «Бар яхшилиқ – балиларға» дегинидәк, елимиз келәчиги – мошу балилар. Уларниң әқиллик, тәрбийилик болуп йетилиши үчүн биз һечнемини  айимаймиз. Силәрни келиватқан Конституция күни вә Билим күни мәйрәмлири билән чин жүригимдин тәбрикләймән. Андин Амандық Баталов сүт мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған «ФудМастер» ширкитигә барди. Һазир ширкәтниң хәлиқара сүпәт нормилириға җавап берәләйдиған мәһсулатлириниң баһаси Қазақстанниң барлиқ тәвәлиридә бир хил. Вилайәт рәһбирини «ФудМастер» ширкитиниң баш мудири Арман Алдабергенов қарши елип, ширкәтниң инвестициялиқ программиси билән тонуштурди. Сүт мәһсулатлирини йетиштүрүш арқилиқ «ФудМастер» Қазақстан ихтисадиниң тәрәққиятиға, дөләтниң аһалини таза һәм сүпәтлик мәһсулат билән тәминләш программисини әмәлгә ашурушқа өз  һәссисини қошуп кәлмәктә. Мудирниң тәкитлишичә, 1995-жилдин бери паалийәт жүргүзүватқан Ишиктә сүт заводида тәвлүгигә 150 тонна мәһсулат тәйярлиниду. Кейинки үч айда 7724 тонна сүт қайнитилип, 1 593 млн. тәңгилик мәһсулати йетиштүрүлди. Ширкәтниң Алмута вилайитидики фермисида жилиға 3000 тонна сүт беридиған 570 нәсиллик сийири бар. Қалған сүтни аһалидин сетивалиду. Андин вилайәт һакими ишиктиликләргә Конституция күнигә соға  сүпитидә ечилидиған Спорт сарийиға барди. Амандық Баталов башлиған топни наһийәниң пешқәдәм вә яш спортчилири, спорт маһирлири күтүвалди.  Спортниң волейбол түри билән шуғулланған Амандық Ғаббас оғли өз вақтида спорт маһири аталған екән. Наһийә волейболчилири вилайәт рәһбиригә спорт кийими билән поңзәк һәдийә қилди. Шундақла иш сәпәр давамида вилайәт һакими Қаракемер вә Жүнисбай Қайипов намидики йезилирида болди. Қаракемер йезисидики кәспий-техникилиқ колледжини зиярәт қилған меһманларни наһийәлик маарип бөлүминиң башлиғи Римма Ахметова, колледж мудири Сабыр Даберов билән муәллимләр коллективи қарши алди. Колледж бенисиниң қурулуши 2013-жили башланған. Бираз ишни һесаплимисақ, колледж балиларға ишигини ечишқа тәйяр екән. Ж.Қайыпов йезисиниң турғунлири Амандық Баталовни 300 орунлуқ йеңи мәктәп алдида қарши алди. Бу билим дәргаһи йеза турғунлириниң көптин күткән армини еди. Мәктәп бенасини толуғи билән арилап чиққан вилайәт рәһбири йеза турғунлириниң нурғунлиған соаллириға җавап  бәрди. Қош мәйрәм – Қазақстан  Җумһурийитини Конституцияси күни вә Билим күни һарписида әмгәкчиқазақлиқлар мана мошундақ соғиларға еришмәкчи.

 Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

356 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы