• Йеңилиқлар
  • 27 Тамыз, 2015

Ениқ тапшурмилар берилди

Өткән җүмә күни Ақордида Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Бехәтәрлик кеңишиниң оператив кеңәшмиси болуп өтти. Кеңәшмә ишиға Бехәтәрлик кеңишиниң турақлиқ әзалири вә бирқатар дөләт органлириниң рәһбәрлири қатнашти. Униңда мәхсус органлар паалийитини мукәммәлләштүрүш, аналитикилиқ һәм тәхмин ишиниң сүпитини ашуруш мәсилилири қаралди.Президент ташқи базарлардики җәриянни пухта тәһлил қилишниң, әһвалниң өзгиришини, мүмкин болидиған тавакәлчилик вә синақларни баһалаш, шундақла әһвалниң тәрәққиятини тәһлил қилиш асасида алдин-ала чариләрни тәйярлашниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Президент дөләт органлириниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият бойичә ишиниң, шундақла бәш институционал ислаһат һәм «Нұрлы жол» программисиниң стратегиялик вәзипилирини әмәлгә ашурушниң һәм мәмликәтниң ичидики, һәм дуниядики әһвални һәртәрәплимә тәһлил қилишқа асаслиниши керәк екәнлигини атап көрсәтти. Кеңәшмә йәкүни бойичә дөләт органлириға ениқ тапшурмилар берилди.

Тайинлаш

Дөләт рәһбириниң Буйруғи билән Замир Садиқ оғли Сағынов Қазақстан Җумһурийити Инвестицияләр вә тәрәққият министрлигиниң мәсъул кативи лавазимиға тайинланди.

***

Дөләт рәһбириниң Буйруғи билән Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийитиниң Иҗтимаий-ихтисадий мониторинг бөлүминиң башлиғи Данияр Талғат оғли Ақышевқа Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ярдәмчиси вәзиписини вақитлиқ орунлаш жүкләнди.

Хроника

Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Ербол Турмахан оғли Орынбаев Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ярдәмчиси лавазимидин бошитилди.

361 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы