• 30 август — Конституция күни
  • 27 Тамыз, 2015

Һөҗҗәтләр тили билән

Йеқинда «Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий архиви» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисидә мәмликәт Конституциясиниң 20 жиллиғиға беғишланған көргәзмә ечилди. Конституциялик кеңәш рәиси Игорь Рогов көргәзмини ечиш мәрасимида сөзгә чиқип, Дөләт рәһбириниң маһир мемар сүпитидә һәммә нәрсини йеңи дөләтниң бенаси орунлишидиған һоқуқ һулидин башлаш керәклигини яхши чүшәнгәнлигини тәкитлиди.Мән униң билән болған сөһбәтләрдә Президентниң пәқәт қобул қилинған дөләт һөҗҗәтлиринила әмәс, бәлки һәрбир Конституцияниң вуҗутқа келиш тарихини, шундақла юристлар, сәясәтшунаслар, дөләтшунаслар шуғуллиниватқан нәзәрийәвий проблемиларни чоңқур билидиғанлиғиға бирнәччә қетим көз йәткүздүм, — деди Игорь Рогов. — Нәқ ишниң маһийитини чоңқур чүшиниш Нурсултан Назарбаевқа Конституция лайиһиси үстидә ишлигән пүткүл иҗадий коллективқа рәһбәрлик қилиш имканийитини яратти. Миллий архивниң баш мудири Марат Абсеметов буниңдин жигирмә жил илгири хәлқимизниң өзиниң тарихий йолини таллавалғанлиғини вә дөләтниң тәрәққиятини бәлгүлигәнлигини тәкитлиди. Униң қәйт қилишичә, Конституция суверенитетниң зәмини сүпитидә турақлиқ вә разимәнлик капалитигә, бәрпакарлиқ рәмзигә вә чоң ишлар һәм ғалибийәтләрниң мәнбәсигә айланди. Көргәзмини ечиш мәрасимиға көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаплири, мәмликәтниң дәсләпки Конституциясини тәйярлашқа қатнашқан иш топиниң әзалири, Парламент депутатлири, Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң, этномәдәнийәт бирләшмилириниң вәкиллири, тарихчилар, архив хадимлири вә пайтәхт меһманлири қатнашти. Көргәзмигә қоюлған бебаһа архив һөҗҗәтлири Асасий Қанунни тәйярлаш вә қобул қилиш тарихи билән тонушуш имканийитини бериду. Көргәзмә стендлири Мәркизий сайлам комиссияниң 1995-жили 30-августта Асасий Қанунни қобул қилған җумһурийәтлик референдумни уюштуруш вә өткүзүш бойичә паалийити тоғрилиқ һекайә қилиду. У шундақла 1995-жилқи Конституция қобул қилинғандин кейин чиққан конституциялик һоқуқ вә қанунларниң саһалири билән тонушуш имканийитини бериду.

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы