• Йеңилиқлар
  • 04 Маусым, 2012

Билим бериш саһасида — йеңилиқ

Дөләт Президенти қазақстанлиқларға йоллиған бийилқи әнъәнивий мәктүбидә қазақстанлиқ оқутуш үлгисигә йеңилиқ киргүзүлмигичә, елимиздики билим сапасиниң дуния йүзлүк стандартқа уйғун кәлмәйдиғанлиғини тәкитләп, муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүшниң йеңи усуллиридин пайдилиниш һаҗәтлигини ейтқан еди. Шуниңға мунасивәтлик, бийил апрель ейидин башлап, җумһурийәт шәһәрлиридә муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүшниң йеңи йөнилиштики үч айлиқ курслири ечилип, паалийәтлирини башлиди. Оқутушниң йеңи усуллирини үгүтип, әмәлиятта униңдин пайдилиниш һәм билимгә қизиқиши вә интилиши, тәнқидий көз қариши шәкилләнгән, шундақла дөләт вә чәт әл тиллирини тегишлик дәриҗидә үгәнгән, заманивий технологияләрдә салаһийәтлигини тонутушқа қадир оқуғучи үлгисини қелиплаштуруш — мәзкүр лайиһидин күтүлидиған нәтиҗиләрдур. Уйғур наһийәсидин биз, үч муәллим, мошу лайиһә бойичә Талдиқорған шәһиридики Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев намидики интеллектуаллиқ мәктәптә тәһсил көрүватимиз. Мәзкүр мәктәптә вилайәт бойичә 179 муәллим билимини йетилдүрүватиду. Оқуш қәрәли үч ай болуп, курсниң дәсләпки ейида нәзәрийәвий билим берилиду. Иккинчи айда муәллим өзиниң иш орниға қайтип келип, курс бойичә оқутуш җәрияни Интернет тори арқилиқ давамлишиду вә елинған билимини әмәлиятта қоллиниш башлиниду. Мәктәптә оқуғучилар билән өткүзүлгән әмәлий ишларниң, утуқлири билән камчилиқлирини байқаш, улар үстидин коррекциялик ишларни жүргүзүш муәллимләр әмәлиятида байқилиду. Ахирқи үчинчи айда топланған билим асасида йәкүнләш ишлири тест вә иҗадий портфолио арқилиқ тапшурулиду. Әлвәттә, сөз болуватқан лайиһә муәллимләрдин чоң җавапкәрликни тәләп қилиду. Шуңлашқа, барлиқ устазларға бу ишқа җавапкәрлик билән ат селишайли, демәкчимән.

Гүлвира МӘҢСҮРОВА,

5-Чонҗа оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими.

Уйғур наһийәси.  

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы