• Әхбаратлар еқими
  • 03 Қыркүйек, 2015

Иҗаткарлар баш қошти

Мәлумки, йеқинда Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Һашири Дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова билән учрашқан еди. Өткән һәптидә Язғучилар иттипақиниң мәҗлисләр залида уюштурулған баш қошушта асасән мошу һәққидә әтраплиқ сөз болди. Униңға шаир-язғучилардин Абдуғопур Қутлуқов, Аблиз Һезим, Җәмшит Розахунов, Әкрәм Садиров, Қасим Исмайилов, Шавкәт Нәзәров, Хуршидә Илахунова вә Қазақстан Язғучилар иттипақиниң башқарма әзаси, шаир Султан Қали, атақлиқ шаир, тәрҗиман Жаркен Бөдеш, яш шаир Бейбит Сарыбай қатнашти.Жиғинниң күн тәртивидә асасән Әхмәтҗан Һашириниң Дөләт кативи билән учрашқинида муһакимә қилинған мәсилиләр қаралди. Мәсилән, биринчи новәттә, нәшриятлар билән һәмкарлиқта дөләт тапшурмиси асасида уйғур язғучи-шаирлириниң әсәрлирини нәшир қилиш, уларни дөләт дәриҗисидә рәғбәтләндүрүш вә шундақла қәләм егилиригә һәрхил алаһидә мукапатлар билән стипендияләрни бәлгүләш, драматургия саһасида иҗат қиливатқанларға қәләм һәққини бирқәдәр көтириш һәм язғучи-шаирлиримизниң тәвәллудлирини рәсмий нишанлаш бойичә пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди. Шундақла жиғин қатнашқучилиридин Султан Қали ХХ әсирниң иккинчи йеримидин тартип балилар әдәбиятида иҗат қиливатқан уйғур язғучи-шаирлириниң балилар антологияси қазақ тилиға тәрҗимә қилинип, нәширдин чиқиш алдида турғанлиғини ейтти. Жаркен Бөдеш болса, уйғур тилини мукәммәл билидиғанлиғини вә уйғур әдәбиятиниң өзгә әдәбиятлардин һеч кам әмәс екәнлигини алаһидә тәкитләп, уйғур әдәбиятиниң дуниядики қедимий әдәбиятлар қатариға киридиғанлиғини қәйт қилди. Баш қошуш җәриянида Җәмшит Розахунов, Шавкәт Нәзәров, Авут Мәсимов, Қасим Исмайилов, Әкрәм Садиров, Абдуғопур Қутлуқов қатарлиқ қәләм саһиблири һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң бәзибир мәсилилири һәққидә өз пикирлири билән бөлүшти.

Вильям МОЛОТОВ.

671 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы