• Әхбаратлар еқими
  • 03 Қыркүйек, 2015

Саламәтликниң электронлуқ паспортлири киргүзүлиду

Қазақстан Җумһурийити Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министри Тамара Дүйсенова Иҗтимаий тәминат хәлиқара ассоциациясиниң XІV хәлиқара конференциясидә сөзлигән нутқида Қазақстандики иҗтимаий вә саламәтликни сақлаш саһалирида әхбаратлиқ-коммуникациялик технологияләрни җарий қилиш бойичә әмәлгә ашурулидиған ишлар һәққидә әхбарат бәрди. Мәлум болғинидәк, 2020-жилғичә бемарлар тоғрилиқ әхбаратларни елиш толуғи билән автоматлаштурулиду. Бу, өз новитидә, саламәтлик сақлаш саһаси ишиниң сүпитини тәминләйду.«Келәчәктә гражданларниң саламәтлиги бойичә электронлуқ паспорт киргүзүлиду. Бу паспортларда бемарниң пүткүл һаятидики саламәтлиги һәққидә барлиқ әхбарат топлиниду. Мәсилән, демографиялик мәлуматлар, у ағриған яки һазир ағриватқан ағриқлири, биометрика, аллергиялик статуси, диагноз қоюлғанда вә давалаш җәриянида әмәлгә ашурулған ишлар һәққидә толуқ мәлуматлар болиду», деди Тамара Дүйсенова. Министрниң тәкитлишичә, йеқин арида медицина мәһкимилиридә медицинилиқ хизмәт көрситишниң барлиқ җәриянлири автоматлаштурулиду. Шундақла Қазақстандики барлиқ ағриқханилар иҗтимаий саһадики әхбарат системисиға киргүзүлиду. Наһийәләрниң мәдәнийәт күнлири Һәртәрәплимә намайиш қилинди Қелиплашқан әнъәнә бойичә бийилму вилайәт мәркизидә наһийәләр билән Текели шәһириниң мәдәнийәт күни өткүзүлди. Униңда Панфилов наһийәсиниңму бүгүнки һаят нәпәси, дөләт программилирини орунлаш бойичә қолға кәлтүрүлүватқан муваппәқийәтлири, шундақла көпмилләтлик тәвә хәлиқниң мәдәнийити билән сәнъити, урпи-адәт, рәсим-қаидилири кәң түрдә намайиш қилинди. Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов башлиған вилайәт рәһбәрлири наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбановниң һәмралиғида яркәнтликләр тәрипидин тәйярланған көргәзмиләрни зиярәт қилди. Наһийә сәнъәтчилири көрсәткән қоюлумлар билән концертларни көрүп, әмәлий сәнъәт вә миллий таамлар көргәзмилирини көздин кәчүрди. Мәдәнийәт күнигә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидинму һәртәрәплимә тәйярлиқлар көрүлгәнлигини атап өткән орунлуқ. «Шатлиқ», «Пәрваз», «Яркәнт булбуллири», «Айжанқиз» ансамбльлири қедимий һәм бай сәнъитимизни намайиш қилған болса, қоли гүл, маһир ашпәзлиримиз тәйярлиған хилму-хил уйғур таамлири һечкимни бепәрва қалдурмиди десәк, мубалиғә болмайду. Уйғур бүглүгигә қәдәм тәшрип қилған Амандық Баталов йетәкчилигидики вилайәт рәһбәрлиги һәрбир чалғу әсвавини қолиға елип көрүп, миллий таамлиримизға мәмнунийәт билән еғиз тәгди. Мәркәз рәисиниң орунбасари Абдусалам Алиев уйғур мәдәнийити билән сәнъити тоғрилиқ кәң түрдә чүшәнчә бәрди. Умумән, наһийәниң мәдәнийәт күни талдиқорғанлиқлар билән униң меһманлирида яхши тәсиратларни қалдурди.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Жумағазы БЕЙСЕБЕК чүшәргән сүрәт. Панфилов наһийәси.

617 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы