• Хәйрихаһлиқ
  • 10 Қыркүйек, 2015

Бәргән қоллар соғулмас

Бийил 23-июль күни Алмута шәһири Наурызбай наһийәсиниң «Қарағайлы», «Таусамалы» вә Алатав наһийәсигә қарашлиқ «Алғабас» микрорайонлирини кәлкүн су басқан еди. Болупму Қарағайлы йезиси көпирәк зәрдап чәкти. Нурғун беналар, җүмлидин Қарғалы дәриясиниң бойиға орунлашқан өйләр латқиниң астида қалған еди.Тәкитләш лазимки, бу тәбиий апәт һечкимни бепәрва қалдурмиди. Алмута шәһири һакиминиң қарариға бенаән, пәвқуладдә әһвал елан қилинди. Һөкүмәт тәрипидин 2 миллиард тәңгә әтрапида мәбләғ бөлүнди. Тәбиий апәтниң ақивәтлирини йоқитиш, кочиларни, һойла-арамларни тазилаш, әслигә кәлтүрүш ишлири әмәлгә ашурулди. Униңдин ташқири, зәрдап чәккәнләргә һисдашлиқ билдүргән көплигән волонтерларму бу ишларға паал қатнашти. Биз мошу тәбиий апәт тоғрилиқ язған мақалимизда («Уйғур авазиниң» 30.06.15 санидики «Кечидә кәлгән сәл») ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов уйғур җамаәтчилигиниңму бу тәбиий апәткә бепәрва қаримайдиғанлиғини тәкитлигән еди. Мана өткән һәптидә Абдурешит ака уйғур жутлири жигитбашлириниң ярдими билән бираз мәбләғ топланғанлиғини хәвәрләп, бизни шу мәбләғни тапшуруш мәрасимиға тәклип қилди. Мәзкүр мәрасим Қарағайлы йезисиниң мечитида өтти. Мечит имами Ермек Көкрекбаев дуа-тәгбир қилғандин кейин сөз алған Қарағайлы жутиниң жигитбеши Қасимҗан Исрайилов мошу күнгә қәдәр қелиплашқан әһвал тоғрилиқ мәлумат бәрди. — Йезимизға кәлгән тәбиий апәткә һечким бепәрва қаримиди. Һөкүмәт тәрипидин көрситилгән ярдәмдин ташқири, аддий хәлиқниң һисдашлиғи бизни роһландурди. Мана бир айдин ошуқ вақит давамида кочилар, һойла-арамлар тазилинип болди. Һаятимиз бир қелипқа чүшүватиду. Мән, пурсәттин пайдилинип, жутдашлирим намидин мошундақ бир қийин пәйттә бизгә ярдәм қолини сунған барлиқ шәхсләргә тәшәккүр изһар қилмақчимән. Бүгүн мана уйғур қериндашлиримиз ярдәм қолини сунуватиду. Өткән һәптидә Абдурешит Мәхсүтов мениң билән хәвәрлишип, жиғилған мәбләғ тоғрилиқ мәлумат бәргән еди. Биз жутумизниң активистлири билән зәрдап чәккән 86 өйниң һәрбиригә кирип, әһвални көрдуқ. Кимниң көп, кимниң азирақ зәрдап чәккинини баһалидуқ. Шуниңға қарап жиғилған мәбләғни тәхсим қилдуқ, — деди жутниң жигитбеши. Шуниңдин кейин сөзни ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов алди. — Ядиңларда болса, мошуниңдин үч-төрт жил илгири Қизилағашта мошундақ тәбиий апәт йүз бәргәндә, биз, қазақстанлиқ уйғурлар, 13 миллион тәңгә мәбләғ жиғип, ярдәм қолумизни сунған едуқ. Әнди өткәндә Қарағанда вилайитидә су бесиш вақиәси йүз бәргәндиму 3 миллион 750 миң тәңгә әвәттуқ. Силәрниң йезида паҗиә йүз бәргәндиму биз һәр күни дегидәк Қасимҗан билән хәвәрлишип турдуқ. Барлиқ жутларниң жигитбашлири тәшәббус көтирип, ярдәм қолини сунушқа тәйяр екәнлигини билдүрди. Бүгүн биз 1 миллион 531 миң тәңгә елип кәлдуқ. Өткән һәптидә болса, Бостандық наһийәсидә яшаватқан қандашлиримиз 420 миң тәңгә жиғип, 14 аилигә ярдәм қилди. Униңдин ташқири, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Әхмәтҗан Шардинов дөләт органлири тәрипидин қурулған һесап-чотқа 1 миллион тәңгә авдурди. Сахавәтлик инсан Асимҗан Злавдинов ичидиған су вә озуқ-түлүк йәткүзүп турди. Умумән, барлиқ уйғурлар намидин 3 миллион тәңгидин ошуқ көләмдә ярдәм көрситилди, — деди Абдурешит Мәхсүтов. Униңдин кейин сөз алған Наурызбай наһийәлик ветеранлар кеңиши рәисиниң орунбасари Төлеш Станбеков, язғучи Әдилбек Жумадилов, Алмута шәһәрлик Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Инәмҗан Худайбәрдиев, Қарағайлы йезиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Айшибүви Садиқова бүгүнкидәк ишниң әһмийити вә бу паалийәтни әмәлгә ашурған барлиқ инсанларға өз тәшәккүрлирини изһар қилди. Мениң мошу жутқа кәлгинимгә вә уйғурлар билән арилишиватқинимға қириқ бәш жил болди, — деди новәттә сөз алған жут мөтивәри Абду Нурбаев. — Уйғур хәлқиниң меһмандостлуғиниң, әмгәкчанлиғиниң, өмлүгиниң гувачиси болуп келиватимән. Қайғуниму, хошаллиғимизниму тәң бөлүшүватимиз. Йеңи Абдурешит иним жуқурида уйғурларниң Қазақстанда тәбиий апәт йүз бәргән җайларға бәргән ярдими тоғрилиқ ейтип өтти. Растимни ейтсам, һәйран қалдим һәм апирин әйлидим. Бу җәһәттин қариғанда биз, қазақлар, асқап қалидиғинимизни иқрар қилишимиз керәк. Бүгүнму мана, силәр мәбләғ жиғип, ярдәм қиливатисиләр. Өзәмниң, жутдашлиримниң намидин ярдәм қолини бәргән инсанларға тәшәккүр изһар қилмақчимән. Жиғин ахирида жутниң жигитбеши Қасимҗан Исрайилов рәһбәрлигидики жут активистлири жиғилған мәбләғни зәрдап чәккәнләргә тарқитип бәрди. Өз новитидә, Қарағайлы жутиниң вәкиллири мошундақ қийин пәйттә ярдәм қолини сунған барлиқ инсанларға рәхмитини ейтти.

.Йолдаш МОЛОТОВ.

743 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы