• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қыркүйек, 2015

Егисиз қалған трамвай

Дүшәнбә, 21-сентябрь күни Алмутида Байтурсынов вә Қарасай батыр кочилириниң қийилашқан йеридә чоң транспорт һалакити орун алди. Мәлум болушичә, төртинчи маршрут бойичә қатнайдиған трамвай он төрт йеник машинини урған. Униң нәтиҗисидә бәш адәм һәрхил җараһәтләрни алди.Алмута шәһәрлик йолувчилар транспортини истиқбаллиқ тәрәққий әткүзүш башқармисиниң башлиғи Әсет Тулеушовниң сөзичә, трамвайни һайдашни үгәткүчи аял рельсни йөткәш үчүн йәргә чүшкәндә у меңип кәткән. Трамвайниң ичидә қалған стажер кетиватқан транспорттин сәкрәп чүшүп қалған. Ә.Тулеушов транспорт егилири тартқан зиян сот арқилиқ яки ғәмсизләндүрүш ширкәтлирниң һесавиға әслигә кәлтүрүлидиғанлиғини вәдә қилди.

Насирахун РОЗАХУНОВ.

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы