• Йеңилиқлар
  • 25 Қыркүйек, 2015

Илмий-әмәлий конференция өтти

Түнүгүн Алмутидики «Достлуқ өйидә» «Ел-шежіре» җәмийәтлик фондиниң уюштуруши һәм Алмута шәһири һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши билән «Қазақ ханлиғиниң 550 жиллиғи: тарихи, идеяси, аһаңдашлиғи» дегән мавзуда илмий-әмәлий конференция өтти.Конференциягә дөләт органлириниң вәкиллири тонулған алимлар, тарихчилар, җәмийәт әрбаплири, ҚХА әзалири, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти. Илмий-әмәлий конференцияни киришмә сөз билән ачқан Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Зауре Аманжолова мәзкүр чарә-тәдбирниң әһмийитини тәкитлиди. Бу илмий-әмәлий конференцияниң асасий мәхсити Қазақ ханлиғиниң тарихини тәрғибат қилиш, Қазақ ханлиғи тоғрилиқ илмий- тәтқиқат әмгәкләрниң нәтиҗилирини муһакимә қилиш, Қазақстан хәлқини «Мәңгүлүк Әл» идеяси әтрапиға бирләштүрүш. Бүгүн униң ишиға тонулған тарихчилар, алимлар қатнишиватиду, — деди З.Аманжолова. Шуниңдин кейин сөз алған тарихчи алимлар М.Қойгелдиев, Б.Кәрибаев, С.Мажитов, Т.Омаров, М.Қожа, М.Әбусеитова, Н.Атығай вә башқилар Қазақ ханлиғидики дөләтчилик идеяси вә әмәлияти, этникилиқ вә мәнивий мәсилиләр тоғрилиқ өз пикирлирини оттуриға салди. Шундақла Қазақ ханлиғиниң йеқин вә жирақ дөләтләр билән орнатқан сода иши, сәясий мунасивәтлири тоғрилиқ әхбаратлар оттура әсир қолязмилирида қандақ тәсвирләнгәнлиги тоғрилиқ йеңи мәлуматлар елан қилинди. Шуниң билән биллә Һиндстанниң Индира Ганди намидики Миллий сәнъәт мәркизиниң профессори, Муһәммәд Һәйдар Долатиниң «Тарихий Рашиди» әмгигини инглиз тилиға тәрҗимә қилған, дунияға тонулған һинд алимәси Мансура Хайдарниң докладиму чоң қизиқиш һасил қилди. Илмий-әмәлий конференцияниң нәтиҗилири бойичә униң қатнашқучилири Қазақстан Җумһурийити Маарип вә пән министрлиги, Мәдәнийәт вә спорт министрлиги, Алмута шәһириниң мәдәнийәт башқармисиға ениқ тәклипләрни тәвсийә қилди. Йолдаш МОЛОТОВ. 

323 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы