• Йеңилиқлар
  • 25 Қыркүйек, 2015

Мәйрәм мубарәк болсун!

Алаһидә ғәмхорчи вә меһриван Алланиң нами билән башлаймән! Һөрмәтлик қериндашлар! Барлиғиңларни мусулманларниң улуқ мәйрими — Қурван һейти билән тәбрикләймән! Һейтқа аман-есән йәткүзгән Алла таалаға сансиз шүкүрләр вә махташлар тән! Хәлқимизниң миңлиған жиллиқ тарихида роһий тириги болуп кәлгән есил динимиздики муһим мәйрәм — Қурван һейти алаһидә нишанлиниватиду. Милләтләр вә хәлиқләрни бирлик билән изгүлүккә, меһир-шәпқәт вә кәчүрүмчанлиққа башлайдиған мәйрәм — Қурван һейти мубарәк болсун!Һейт — қериндашларни йеқинлаштуридиған, инсан балисини иманлиққа башлайдиған, қанаәт билән истиқбарға чақиридиған мәйрәм. Бу күнләрдә барлиқ мусулман өзиниң изгү ишлири билән Алланиң разилиғиға бөлүниду. Һейт күнлири муқәддәс Мәккидә һаҗилиқ пәрзини өтәватқан мусулманлар Яратқучиға дуа қилип, қурванлиқ қилиду. Малийәвий шараити яр бәрмәйдиған инсанларға қурванлиқ қилиш шәрт әмәс. Қурванлиқ гөши қериндашларға, холум-хошниларға, турмуши начар аилиләргә, житим-йесирларға, накалар билән бемарларға таритилиду. Алланиң разилиғи үчүн қурванлиқ қилиш — бәндиниң иманини күчәйтип, тәқвадарлиғини ашуриду. Муқәддәс Қуръанда: «Унтумаңлар, уларниң гөшиму, қениму Аллаға йәтмәйду. Униңға йетидиған нәрсә — жүригиңлардики тәқвадарлиқ, Аллаға болған һөрмәт» («Һәҗ» сүриси, 37-айәт) дейилгән. Қутлуқ мәйрәмниң һөрмити үчүн барлиқ җамаәтчиликни, қериндашларни накаларға, житим-йесирларға, болупму баққучиси йоқ ата-аниларға хәйрихаһлиқ ярдәм көрситишкә чақиримән. Алла таала дуа тиләклиримиз билән изгү ишлиримизни вә қурванлиқлиримизни қобул қилғай. Аиләңләргә аманлиқ, мустәһкәм саламәтлик, ишиңларға бәрикәт тиләймән.

Ержан һаҗи МАЛҒАЖА улы,

Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси,

Баш муфти.

409 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы