• Йеңилиқлар
  • 02 Қазан, 2015

Бизниң Әдһәмҗан

Ақбулақ — бүгүнки күндә уйғурлар зич орунлашқан, өмлүги, мәдәнийити билән алаһидә пәриқлинидиған жутларниң бири. Мәһәллә шәһәр тәркивигә қошулғандин бери униң сөлитиму күндин-күнгә көркәмлишип келиватиду. «Жутиға қарап адимини тони» дегән гәп бар. Һәқиқәтәнму жутни жут қиливатқан һәрбир жуттики жүригидә оти бар, вәтәнпәрвәр, хәлиқпәрвәр жигитләр. Буниңдин төрт жил илгири мөтивәрлиримизниң илтимаси вә қоллап-қувәтлиши билән мошу жутқа баш жигитбеши болуп сайландим. Үч йүздин ошуқ уйғур аилиси бар жутни һазир төрт жигитбеши башқуруп кәлмәктә. Җүмлидин Әдһәмҗан Ибрагимов вә Муңлуқ Летипов охшаш жигитлиримиз бу еғир вә җавапкәр ишниң һөддисидин шәрәп билән чиқмақта. Мән бүгүн өзәмниң йеқин ярдәмчим вә инимдәк болуп кәткән Әдһәмҗан һәққидә гәп қилмақчимән. У жуттики әң чоң мәһәллиниң отидин кирип, сүйидин чиқип жүргинигә бәш жилдәк болди. Кәмтар, ақкөңүл Әдһәмҗанни мәһәллидики йәттә яштин йәтмиш яшқичә һәммиси тонуйду. Бу сөзүм мубалиғә әмәс, чүнки у өзи өйму-өй кирип, балиларни уйғурчә оқутайли, дәп тәрғип қилип кәлмәктә. Нәтиҗидә мәһәллимиздин «Достлуқ» мәһәллисидики 153-мәктәп-гимназиядә атмиштин ошуқ гөдәклиримиз ана тилида билим еливатиду. Әдһәмҗанниң тәшәббуси билән жутумизниң хелә яхши әнъәниләр қелиплашти. Бу алди билән жут мөтивәрлиригә болған һөрмәт. Һәрхил мәйрәмләрдин сирт 70 яштин алқиған ата-анимизни туғулған күнлири биләнму тәбрикләп, соғиларни тапшуримиз. Һейтларда болса, турмуши начар аилиләргә озуқ-түлүк вә маддий ярдәм беришму турақлиқ әнъәнигә айланди. Кейинки жилларда Норуз мәйримини мәзмунлуқ, йәни хәлқимизниң кона әнъәнилири билән өткүзүп келиватимиз. Бу сәнәгә яшлар вә гөдәкләрниму җәлип қилип, униң тәрбийәвий әһмийитигә алаһидә көңүл бөлүватимиз. Мону бир вақиә задила есимдин чиқмайду. Өткән жили қишта Әдһәмҗан телефон қилип: «Ака, кәлсиңиз болатти. Муһим иш чиқип қалди» деди. У мени жутта бир еғиз тар бөлмини иҗаригә елип туруватқан яш аилигә елип кәлди. Өй бисати чағлиқ бу тар бөлмидә җүптидин айрилған ата бәш балиси билән яшайдекән. Ичим серилип кәтти, шу күндин башлап биз уларни өз ғәмхорлуғимизға алдуқ. Иҗарә һәққи, озуқ-түлүк тәрәптин ярдәмләштуқ. Кейинирәк жутдашлар вә башқиму һаллиқ кишиләргә мураҗиәт қилип, мәбләғ топлап, ахири мошу аилиниң өйлүк болушиға зәмин яраттуқ. Мән бирәвиниң бешиға күн чүшсә бепәрва қаримайдиған Әдһәмҗан инимға тәшәккүр изһар қилғум келиду. Әдһәмҗан һәқиқәтәнму әмгәксөйгүч, меһнәткәш аилиниң пәрзәнди. Алтә бала өстүргән аниси Гүлинур һәдә дуниядин өтсиму, атиси Әхмәтҗан ака һазир 80 яштин алқиған, жутниң һөрмәтлик ақсақили. Теги ачиноқилиқ болған бу аилидики барлиқ пәрзәнтләр билимлик, меһриван болуп өсти. Әдһәмҗанму узун жиллар оқуш комбинатлирида устаз, инструктор болуп ишләп, көплигән шагиртларни тәйярлиди. А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия йенида шоферларни тәйярлайдиған курс ечишқа күч салди. Жутумизда һелиму талай ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Өткәндә кикбоксинг бойичә бирнәччә дүркүн чемпион болған Дилмурат Меҗитов оқуған 153-мәктәп-гимназиягә берип, тәбрикләп, чапан кийгүзүп, маддий соғиларни тапшурған едуқ. Йеқинда Алмутида бирқатар жутларни су бесип кәткәнлигини һәммигә мәлум. Биз дәсләпкиләрдин болуп Қарағайлы вә Алғабастики қериндашлиримизға ярдәм бәрдуқ. Мундақ алийҗанап ишлар күндиликтә болуп туриду. Мана әнди сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиға» муштири топлаш башланди. Театримизниң билетлириму уюшчанлиқ билән тарқитиливатиду. «Әлгә кирсәң елиңчә» демәкчи, Әдһәмҗан охшаш жигитләр билән сәпдаш болуп, мошундақ соваплиқ ишларни бешида турғинимни өзәм үчүн чоң бәхит дәп һесаплаймән. Бу күнләрдә Әдһәмҗан Ибрагимовниң аилисидә қош той. Өзи әрниң йеши әлликкә толуп олтириду. Өмүрлүк җүпти Нурбанум иккисиниң аилә қурғиниға чарәк әсир толди. Улар әл қатарида үч пәрзәнт тепип, тәрбийиләп өстүрди. Нәврә сөйүпму үлгәрди. Жүриги жутум дәп соққан Әдһәмҗанни бу хошаллиқлири билән барлиқ жутдашлирим намидин тәбрикләймән. Турғанҗан ИБРАГИМОВ, жигитбеши. Алмута шәһири.

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы