• Әхбаратлар еқими
  • 02 Қазан, 2015

Достлуқ мәрикиси

Қазақстан хәлқиниң тиллири күни 1998-жилдин буян нишанлинип келиватиду. Бу болсиму мустәқил җумһурийитимиздә истиқамәт қиливатқан  барлиқ милләтләрниң тили билән мәдәнийитигә болған һөрмәтниң ярқин ипадисидур. Жилдики әнъәнә бойичә бийилму  Уйғур  наһийәсиниң Ақтам  оттура  мәктивидә  тил мәйримигә  беғишланған  Онкүнлүк өтүватиду. Шуларниң бири 5-А вә 5-Ә синип оқуғучилири  тәрипидин  тәйярланған  «Ана тілім - құламайтын бәйтерегім»  намлиқ  очуқ  тәрбийә  саатидур. Бу чарә-тәдбирни синип йетәкчилири  Р.Қәмәева билән С.Қанағатова  уюштурди. Тиллар мәйримигә беғишланған тәрбийә саатида оқуғучилар дәсләп барлиқ  мәктәп устазлирини вә меһманларни мәйрәм билән тәбриклиди. Андин ана тил тоғрилиқ шеирларни ядқа ейтип, язғучилар  әсәрлиридин үзүндә оқуди. Шундақла бу йәрдә һәрхил милләт вәкиллириниң нахша-уссуллириму иҗра қилинди. Тәнтәнини мудирниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Заһирәм Ромашова  йәкүнләп, тәрбийә саатиниң мәзмунлуқ өткәнлигини тилға елип, башланғуч синиптин йеңи басқучқа әндила көтирилгән 5-синип оқуғучилириға өз миннәтдарлиғини билдүрди вә оқушиға утуқ тилиди.               Ранум ҚӘМӘЕВА, Ақтам  оттура мәктивиниң муәллими Уйғур наһийәси.

557 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы