• Әхбаратлар еқими
  • 02 Қазан, 2015

«Тилға һөрмәт – әлгә һөрмәт»

Мәлумки, 22-сентябрь күни җумһурийитимиздә Тиллар мәйрими нишанланди. Болупму мәзкүр мәйрәм билим канлири болған мәктәпләрдә алаһидә атап өтүлиду. Әйнә шундақ чарә-тәдбирләрниң бири Достлуқ мәһәллисидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиясидә, қазақ тилиниң он күнлүги даирисидә «Тилға һөрмәт – әлгә һөрмәт» нами билән  уюштурулди. Қазақ тили муәллимлири тәрипидин уюштурулған ушбу кәчкә мәктәп оқуғучилири, ата-анилар, устазлар вә мәктәп мәмурийити қатнашти. Кәчтә дөләт тилиниң тарихи, тил һәққидики мәзмунлуқ шеирлар вә даналарниң сөзлири ядқа оқулди. Башланғуч синип оқуғучилири «Бауырсақ» чөчигини жуқури маһарәт билән сәһниләштүрүп, һәммини қайил қилди. Хуласиләп ейтқанда, тәнтәнилик кәч ушбу билим дәргаһида билим еливатқан шагиртларниң дөләт тилини мукәммәл билидиғанлиғини көрсәтти. Альбина ӘМӘТОВА. 

743 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы