• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қазан, 2015

Жут чоңлириға һөрмәт көрситилди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисида жигитбеши Ғилаждин Һосманов, мәктәп коллективи вә бирқатар жут активистлириниң уюштуруши билән «Ата — өйниң түврүги, Ана — өйниң жүриги» мавзусида кәч болуп өтти. Мәрасимға узун жиллар давамида йезиниң тәрәққий етиши һәм гүллинишигә салмақлиқ һәссисини қошқан вә һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән 140 адәм тәклип қилинди. Баш қошушни И.Тайиров намидики мәктәп оқуғучилири музыкилиқ салам билән ачти. Андин сөзгә чиққан Байсейит йезилиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Рәнагүл Садирова жиғилған меһманларға изгү тиләклирини изһар қилди. Өз новитидә улар әмгәк паалийити давамида баштин өткүзгән қизиқарлиқ вақиәләр билән ортақлишип, нахша-бейитларниму ейтти. Мөтивәрләр һөрмитигә беғишланған мәрасим сахавәтлик инсанларниң ярдими билән берилгән зияпәт билән давамлашти. Кәч ахирида сөз алған жутниң һөрмәтлик адәмлири уюштурғучиларға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, ишлириға утуқ тилиди.

Рәнагүл САДИРОВА.

И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.

 Әмгәкчиқазақ наһийәси.

561 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы