• Статистика
  • 29 Қазан, 2015

Көпбалилиқ аилиләр сани өсүватиду

Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлиги иҗтимаий хизмәтләр департаментиниң мудири Ажар Тулегалиева Қазақстан хәлқи Ассамблеяси җумһурийәтлик анилар кеңишиниң ІІ мәҗлисидә сөзгә чиқип, елимизда көпбалилиқ аилиләрниң саниниң өсүватқанлиғи һәққидә қәйт қилди.Униң тәкитлишичә, 2006-жил билән селиштурғанда көпбалилиқ аилиләрниң сани 20 пайизға өскән. — «Алтын алқа» вә «Күмыс алқа» алғанларниң сани икки һәссидин ашти,— дәп тәкитлиди А.Тулегалиева. Буниңдин ташқири 2010-жилдин буян җумһурийәттә бала туғулуш 9,5 пайизға өсти. Өткән жили Қазақстанда 401 миң бала дунияға кәлди. Шундақла мудирниң тәкитлишичә, кейинки жилларда ана вә бала өлүми хелила төвәнлиди, дәп қошумчә қилди Ажар Тулегалиева. Насирахун РОЗАХУНОВ.

487 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы