• Әдәбият гүлзари
  • 05 Қараша, 2015

Мәнавият шәйдасиға һөрмәт

Дүшәнбә  күни  Алмута шәһиридики  89-рус-уйғур  оттура  мәктивидә  пешқәдәм мәрипәтчи, балилар язғучиси Қасим Исмайиловниң 80 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған әдәбий кәч болуп өтти. Мәзкүр чарә-тәдбирниң риясәтчилири жиғилғанларни пешқәдәм мәрипәтчиниң қисқичә тәрҗимиһали вә иҗадий паалийити билән тонуштуруп өтти. Мәктәп мудири Асийәм Йүсүпова ушбу кәчкә тәклип қилинған меһманларни тонуштурғандин кейин,  новәт оқуғучиларға берилди. Сәһнидә яш ғунчиларниң иҗрасида әвришим уссуллар, йеқимлиқ саз- нәғмиләр билән хәлиқ нахшилири яңрап, шеирлар ядқа оқулди. Язғучиниң балилар һаятиға беғишланған әсәрлиридин түзүлгән сәһнә көрүнүшлири меһманларға балилиқ дәврини әсләткәндәк қилди. Кәч җәриянида Түрксиб, Йеңи һаят мәһәллилиридин вә пешқәдәм мәрипәтчиниң туғулған жути Қаратуруқ йезисидин кәлгән җамаәтчилик ишлириниң активистлири, жут мөтивәрлири, жигитбашлири, ханим-қизлар, журналистлар тәвәллуд егиси намиға иллиқ сөзлирини ейтип, атиған соғилирини тәғдим қилди. Мәктәп мудири Асийәм Йүсүпова устазини  тәвәллуди вә униң өй-отақлиқ болғиниға әллик жил толуши мунасивити билән сәмимий тәбрикләп, коллективниң соғисини тапшурди. Бу күни шундақла милләт әйниги һесаплинидиған миллий нәширлиримиз — «Уйғур авази», «Азия бүгүн», «Интизар», «Ғунчә», «Ихсан» журналлириға  җамаәтчиликниң бир кишидәк йезилишини тәминләш мәсилилири тоғрилиқ әтраплиқ сөз болди. Кәчниң ахирида сәһнигә көтирилгән Қасим Исмайилов вә униң рәпиқиси Рисаләт һаҗим Мутәллипова меһманларға вә мәзкүр кәчни уюштурушта көп күч чиқарған мәктәп коллективиға, җүмлидин уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлиригә чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди.

Шәмшидин АЮПОВ.

462 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы