• Йеңилиқлар
  • 05 Қараша, 2015

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Д.Т. Ақышевни Қазақстан Җумһурийити Миллий Банкиниң Рәиси қилип тайинлаш тоғрилиқ

Данияр Талғат оғли Ақышев Қазақстан Җумһурийити Миллий Банкиниң Рәиси болуп тайинлансун.

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ.

Астана, Ақорда, 2015-жил 2-ноябрь

№109 Данияр Талғат оғли Ақышев

1976-жили туғулди. Қазақ дөләт башқуруш академиясини ихтисатчи мутәхәссислиги бойичә тамамлиди. Әмгәк паалийитини Мәркизий Азия фонд биржисида башлиди. 1995 — 2007-жилларда Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий банкида йетәкчи ихтисатчи, баш ихтисатчи, бөлүм башлиғи, башқарма башлиғи, департамент мудириниң орунбасари, департамент мудири болуп ишлиди. 2007 — 2014-жилларда Миллий банк рәисиниң орунбасари лавазимини егилиди. Кейинки вақитта Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити Иҗтимаий-ихтисадий мониторинг бөлүминиң башлиғи болуп ишлиди. 2015-жили августтин башлап Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ярдәмчиси вәзиписини вақитлиқ орунлиди. Тайинлаш Дөләт рәһбириниң Буйруғи билән Ерулан Кенжебек оғли Жамаубаев Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити Иҗтимаий-ихтисадий мониторинг бөлүминиң башлиғи болуп тайинланди. Хроника Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Қайрат Немат оғли Келимбетов башқа ишқа йөткилиши мунасивити билән Қазақстан Җумһурийити Миллий Банкиниң Рәиси лавазимидин бошитилди. *** Дөләт рәһбириниң Буйруғи билән Данияр Талғат оғли Ақышев Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити Иҗтимаий-ихтисадий мониторинг бөлүминиң башлиғи лавазимидин, Қазақстан Җумһурийити  Президентниң ярдәмчиси вәзиписини вақитлиқ орунлаштин бошитилди.

312 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы