• Иҗтимаий мәсилә
  • 12 Қараша, 2015

Маашлар өсиду

2016-жили 1-январьдин башлап Қазақстанда бюджет саһаси хадимлириниң айлиқ мааши 40 пайизғичә өсиду. Бу һәқтә Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министри Тамара Дүйсенова хәвәр қилди. «Биз саламәтликни сақлаш саһасида мааш төләшниң йеңи системисини киргүзүш арқилиқ мааш көләмини 7 — 28 пайизғичә, билим бериш саһасида 15 — 29 пайизғичә вә иҗтимаий һимайә қилиш, спорт вә башқиму саһаларда 15 — 40 пайизғичә көтиришни мәхсәт қиливатимиз. Һазир 2016 — 2018-жилларға беғишланған бюджет лайиһисидә мошу хираҗәтләр көздә тутулған» деди Тамара Дүйсенова. Министрниң тәкитлишичә, мааш төләшниң йеңи системисини киргүзүш үчүн бюджеттин 272,6 миллиард тәңгә бөлүнгән. «Уларниң ичидә 229 миллиард тәңгә айлиқ мааш төләш үчүн беваситә йәрлик иҗраий органларға әвәтилиду. 43,8 миллиард тәңгә болса, җумһурийәт бюджетидин мәбләғ билән тәминлинидиған җумһурийәтлик мәһкимиләргә бөлүниду» дәп чүшәндүрди министр. Тамара Дүйсенованиң тәкитлишичә, әгәр алий билимлик алий дәриҗидики устаз илгири 75 миң 543 тәңгә алған болса, әнди йеңи система бойичә у 89 миң 193 тәңгә алидиған болиду. Тәкитләш лазимки, айлиқ төләшниң йеңи системисиға мувапиқ гражданлиқ хадимларниң лавазимлирини билимигә, тәҗрибисигә, мурәккәплигигә вә жүклинидиған җавапкәрлигигә қарап төрт категориягә бөлүш көздә тутулиду.

398 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы