• Билип қоюң
  • 19 Қараша, 2015

Келәр жили төрт ай дәм алимиз

2016-жили һәптисигә бәш күн ишләватқан қазақстанлиқлар умумий һесапта төрт ай дәп алиду. Мәсилән, жилниң дәсләпки ейида Йеңи жил вә Рождество мәйрәмлирини нишанлаш түпәйли җумһурийәт аһалиси 13 күн дәм алиду. Чүнки 1-2-январь рәсмий мәйрәм күнлири болуп һесаплиниду, амма 2-январь шәнбә күнигә тоғра кәлгәнликтин, биздә қелиплашқан қаидә бойичә, 4-январь дүшәнбиму дәм елиш күни болуп һесаплиниду.Әнди қишниң ахирқи ейи һесапланған февральда, шундақла апрель, июнь, октябрь вә ноябрь айлирида дөләт мәйрәмлири йоқ. Демәк, бәш күнлүк график бойичә ишләватқанлар пәқәт шәнбә вә йәкшәнбә күнлирила дәм алиду. Бәш айда 43 шәнбә вә йәкшәнбә күнлири бар. Келәр жилниң март ейида пәқәт 4 шәнбә вә 4 йәкшәнбә бар екән. Бирақ мәйрәмләрму йоқ әмәс. Мәсилән, 8-март — Хәлиқара ханим-қизлар күни вә 21 — 23-мартта нишанлинидиған Норуз мәйрими. Шундақ қилип, март 12 күнини бизгә дәм елиш күни сүпитидә һәдийә қилиду. 2016-жили 1-май — Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни йәкшәнбигә тоғра кәлгәнликтин, 2-май дәм елиш күни болуп һесаплиниду. 7-май — Вәтән һимайичилири күни шәнбигә тоғра келиду. Демәк, дүшәнбә дәм елиш күни һесаплиниши керәк. Амма бу күн, йәни 9-май — Ғалибийәт күни, йәни мәйрәм күни һесапланғанлиқтин, «қошумчә» дәм елиш 10-майға көчирилиду. Июль ейида қазақстанлиқлар 11 күн дәм алиду. Уларниң они шәнбә вә йәкшәнбә болуп, 6-июль — Пайтәхт күни рәсмий мәйрәм һесаплиниду. Августта пәқәт 4 шәнбә 4 йәкшәнбә бар, җәми 8 күн. Бирақ 30-август Конституция күни һесапланғанлиқтин, биз тоққуз күн дәм алимиз. 13-сентябрь — Қурван һейти. Әгәр буниңға сәккиз шәнбә-йәкшәнбини қошсақ, бу айму бизгә тоққуз дәм елиш күнини һәдийә қилидекән. 2016-жилниң ахирқи, йәни декабрь ейида мәмликәт тоққуз шәнбә-йәкшәнбисидә, шундақла 1-декабрь — Тунҗа Президент күни, 16-декабрь — Мустәқиллик күни вә 17-декабрь — Демократик йеңилиниш күни, җәми 12 күн дәм алиду. 17-декабрь шәнбә күнигә тоғра кәлгәнликтин, дәм елиш 19-декабрьға көчирилиду.

Шөһрәт МӘСИМОВ.

402 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы