• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 19 Қараша, 2015

Талантлиқ журналист яки Хәлиққә дава издигән инсан

Камал Һасамдиновниң исми уйғур җамаәтчилиги арисида истедатлиқ язғучи, журналист вә тәҗрибилик тибабәтчи сүпитидә кәң тонуш. Мәнму  уни өткән әсирниң атмишинчи жиллиридин буян билимән. Чүнки Камал ака Қазақстан Телевизия вә радио хәвәрлирини аңлитиш Дөләт комитети йенидики Уйғур редакциясиниң башлиғи, Өзбәкстан Телевизия вә радио хәвәрлирини аңлитиш Дөләт комитети йенидики Уйғур бөлүминиң Қазақстан бойичә мухбири вә «Коммунизим туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң хадими хизмәт-лавазимлирида ишлигән шу жиллири иш баби билән Панфилов наһийәсигиму пат-пат келип туратти. Шәһәрдә туридиған журналист ағиниси Тудахун Мәшрәповниң өйигә чүшүп, һал-әһвални билгәндин кейинла сәпирини башлатти. Алди билән наһийәлик гезит редакциясигә қәдәм тәшрип қилип, әһвалимиздин вақип болатти, бизни хәт-хәвәрләр йезип турушқа дәвәт қилатти. Камал акиниң адәмләр билән чапсанла тонушуп, ичәкишип кетидиған хислити вә кишини җәлип қилидиған қизиқ-қизиқ гәплири һәм бар еди. Мундақ ейтқанда, һәркимгә жуқумлуқ, алий инсаний хусусийәтлири билән пәриқлинәтти. Кейин маңа өткүр қәләм саһиби билән биллә ишләшкә несип болди. 1979-жили шу чағдики «Коммунизм туғи» гезитиниң һәптисигә бәш қетим нәшир қилинишиға бағлиқ мәнму мәзкүр гезит редакциясидә ишләшкә тәклип қилиндим. Меңиш алдида әндишә, хиялларғиму чөмдүм. Чүнки редакция хадимлириниң көпчилигини тонумаймән вә чоң гезитта ишләш җавапкәрлиги һәм бар еди. Йолум онушлуқ болди. Маңа дәсләп гезитниң йеза егилиги бөлүмини башқуруш тапшурулди, бу йәрдә тәҗрибилик журналистлар Камал ака Һасамдинов вә Савут ака Кәримов билән биллә ишлидим. Һәр иккилиси йеза егилиги саһасидин әтраплиқ хәвәрдар, ишләмчан хадимлардин еди. Улар чүшлүк дәм елиш мәзгилидиму материалларни ишләш билән бәнт болатти. Бир-биримиз билән мәслиһәтлишип, яр-йөләк болуп, бөлүм ишини яхшилашқа күч салдуқ. Ишчи-йеза мухбирлири билән алақини яхшилаш түпәйли бөлүмгә җай-җайлардин келидиған хәт-хәвәрләр көпәйди, йәни бөлүмгә жилиға миңдин ошуқ хәт келәтти. Өзимизму пат-пат командировкиларға чиқип, җайлардики тирикчилик-һәрикәтләрни көрүп, адәмләр билән тонушуп, сөһбәтлишип, материал жиғип қайтаттуқ. Бу җәһәттин Камал ака Һасамдиновниң тәҗрибиси мол еди. У барлиқ саһалардин дегидәк материал топлап келәттидә, репортаж, мақалә, очерклири кәйни-кәйнидин йоруқ көрәтти. Биз иш биләнла чәклинип қалматтуқ, мундишип-сирдишишқиму вақит тапаттуқ. Мундақ чағларда Камал акиниң бешидин өткүзгән сәргүзәштилирини аңлап, бирдә күлсәк, бирдә муңға пататтуқ. Шу әҗайип дилкәш инсан һаят болғинида, бийил тәвәллудиниң 85 жиллиғини қарши алаттекән. Әпсус, у 2003-жили январь ейида аләмдин өтти. 1930-жили Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида дунияға кәлгән Камал ака Һасамдиновниң балилиқ вә яшлиқ чағлири колхоз қурулуши вә уни мустәһкәмләш жиллириға дуч кәлдидә, шу дәвирдә йүз бәргән хатирҗәмсизлик, қалаймиқанчилиқ вә паҗиәлик вақиәләр униңму хатирисидә азду-тола сақлинип қалди. Кейин қийинчилиқларниң ахири тәқипләш, уруш жиллириға улаштидә, вәзийәт техиму кәскинлишип, адәмләр ғәм-вәһимигә чүшти. Шу еғирчилиқ-мүшкүллүкни Камал акиму бешидин өткүзүп, һаятниң һәрян атқан долқунлирида урулуп, тавланди, турмушқа пишти, һаят ғәлвүридә тасқалди. Буниң өзи кейин униңға илһам мәнбәси болди. Камал ака миң җапалар билән 1949-жили Чоң Ақсу оттура мәктивини пүтирип, мутәхәссислик егиләш истигидә Алмута шәһиригә келип, Абай намидики Қазақстан педагогика институтиниң тил  вә әдәбият факультетиға чүшиду. Уни 1953-жили муваппәқийәтлик тамамлап, әмгәк паалийити башлиниду. Аңлиқ  һаятини асасән ана тилимизда чиққан «Коммунизм туғи» гезитиниң паалийитини яхшилашқа беғишлиди, униң биринчи санини чиқиришқа қатнашқан журналистларниң бири болди. Бу йәрдә әдәбий хадим вә бөлүм башлиғи болуп, җан көйдирип ишлиди. Мәзкүр гезитниң шу жиллири йәткән утуқлирини Камал Һасамдиновниң һәртәрәплимилик иҗадий паалийитисиз тәсәввур  қилиш тәс. Журналистниң һәқиқий һаят нәпәси билән жуғирилған зарисовкилири, очерклири, проблемилиқ мақалилири гезитханлардиму һәрқачан чоң тәсират  қалдуратти. Мундақ ейтқанда, у қатардики әдәбий хадимдин бәдиийлиги жуқури әсәрләрни яратқан қабилийәтлик язғучи дәриҗисигә көтирилгән әдип. Көплигән китаплири хәлқимизгә яхши тонуш, исми һәр йәрдә еһтирам-һөрмәт билән тилға елиниду. Шуни яхши билимәнки, Камал ака наһайити әмгәкчан, тиришчан, тинимсиз, йеңилиққа, йеңи мавзуға хуштар қәләм егиси еди. Бирәр йеңи әсәргә тутуш қилдиму, һәммә нәрсини унтуп, уни ахириға чиқармиғичә арам алматти. Униң қәлимигә мәнсүп «Тонуш кишиләр», «Әссалам, һаят», «Меһриванлар», «Мениң замандашлирим», «Сениң тәңтушлириң», «Тиләймән аманлиқни», «Җәңчиниң оғли», «Жиллар нәпәси» вә башқиму топламлири китапханларниң жуқури баһасиға еришти. Камал ака Һасамдиновниң йәнә бир артуқчилиғи, у илгиридинла хәлиқ тибабәтчилигидин хәвәрдар еди. Пенсиягә чиққандин кейин бу йолда җиддий издәнди, кишиләрни давалапму жүрди. У адәмләрниң дәрдигә дәрман болушни алий мәхсәт-арминим дәп билди, униңғиму йәтти. Униң миллий тибабәтчилигимиз тоғрилиқ һекайә қилидиған «Шипалиқ йүз он гия» вә «Саламәтлик һәққидики һекайиләр» китаплири нурғунлиған уйғур аилисиниң баһалиқ мүлкигә айланған, һазир уни сорап, издәп жүргәнләр аз әмәс. Мана мошундақ һәртәрәплимә талант егиси болған К.Һасамдинов пәрәз қилишимчә, нәзәрдин ташқири қеливатқандәк. Чүнки униң тоғрилиқ гәп-сөз аз, тәвәллудлириниңму нишанланғанлиғини аңлимидим. Бу, әлвәттә, қәләмдаш, кәсипдашлириниму ойландуридиған мәсилә.  Абдукерим ТУДИЯРОВ.

466 рет

көрсетілді

6

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы