• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2015

Тәзийә телеграммисини йоллиди

Нурсултан Назарбаев Франция Җумһурийитиниң Президенти Франсуа Олландқа Париждики террорлуқ һәрикәтләргә бағлиқ тәзийә телеграммисини йоллиди. Телеграммида Дөләт рәһбириниң нурғунлиған адәмләрниң һалак болушиға елип кәлгән шәпқәтсиз һуҗумлар тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду.«Терроризмниң тарқилиши барлиқ мәмликәтләр үчүн умумий ховупқа айланмақта. Қазақстан хәлиқара бехәтәрлик үчүн ховуп туғдуридиған терроризм вә экстремизмниң һәрқандақ түрини әйипләйду» дейилиду телеграммида. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин паҗиәдә қурван болғанларниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға, шундақла пүткүл Франция хәлқигә тәзийә билдүрди.

649 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы