• Мәдәний мирас
  • 26 Қараша, 2015

Қумул Кәштичилиги

Қумул уйғурлири узун тарихқа вә шанлиқ мәдәнийәткә егә. Уларниң турмуш әмәлияти җәриянида кәшип қилған кәштичилик һүнири  хәлқимизниң гөзәлликкә иштилиш, униңға зоқлиниш һәм сөйүш, гүл-гияларни асраш адитиниң мәһсулидур.Кәштичиликниң һәрбир һалқиси билән кичик элементи реал турмушни мәнбә қилған болуп, дәсләп тәхлидий шәкилдә мәйданға кәлгән. Һәрхил  дәвирдә иҗат қилинған кәштә нусхилири турмуш еһтияҗи бойичә, рәң, шәкил, гөзәллик, ритм, тәртип бойичә шу дәвирни, шу замандики адәмләрниң роһий һалитини, һиссиятини вә сәвийәсини ипадилигән. Қумулниң Янбулақ мәдәнийитигә тәвә харабийлиқ вә қәбирстанлиқлардин тепилған маддий буюмларға қариғанда, көн-хром вә жуң-тоқулма буюмлар тоқулуши җәһәттин дунияда алдинқи орунда туриду. Қара Дөвә қәбирстанлиғидин тепилған буниңдин 3200 жил бурунқи жуң тоқулмиларға түрлүк рәңдики жуң жиплар билән хилму-хил гүл нусхилири бесилған. Униңдин ташқири қизил, қоңур вә қара рәңлик жиплар арқилиқ ишләнгән йәнә бир парчә рәхтниң теги қизил, кәштиси сериқ рәңдә болуп, униңға кәң-тар йоллуқ сизиқчилар вә үч булуң шәкиллик гүл нусхилири көркәм кәштиләнгән. Қумул бостанлиғида яшиған әҗдатлиримиз узун тарихий тәрәққият җәриянида кәштичилик һүнири билән шуғуллинип, кийим-кечәк, турмуш буюмлири, өй-ичи, ат-улақ, һарвуларни өзлири яқтурған рәңлик жиплар билән һәрхил гүл нусхилирини чиқирип, кәштилигән. Буни тәвәниң тағлиқ районлирида яшайдиған уйғур аяллириниң узун чапинидин, яндин түгмилинидиған қисқа чапанлиридин, уларниң йәң, яқа, пәш-етәклиридин көрүшкә болиду. Әр-аялларниң допа, балиларниң тәқий, пүрмилири, жумилақ вә төрт часа ястуқ, ишик-деризиләр пәрдилиридики, лөңгә, қол-яғлиқ һәм потилардики, бовақларниң иштан-пайпақлиридики гүл нусхилири шулар җүмлисидиндур. Улар адәттә көпмәнбәлик вә көпнусхилиқ вә көпқатламлиққа егә. Һәрқайси дәвирдә ишләнгән кәштиләрдин уларниң келип чиқиши вә тарихий тәрәққиятини хәлқимизниң шу дәвирдики турмуш-адитигә мувапиқ екәнлигини байқавелишқа болиду. Қедимий заманларда хәлқимиз очилиқ, көчмән чарвичилиқни асас қилғачқа, узақ тарихий җәриянда тәбиәттин роһий озуқ елип кәлгән. Шуңлашқиму тәбиәтниң нәпис симасидин бәһирлинип, уни кәштә арқилиқ кийим-кечәклиридә, өй- бисатлирида ипадилигән. Уйғур кәштичилири яшайдиған җайиға, ишлитидиған буюмлириға қарап һәрхил кәштиләш усуллиридин пайдилиниду. Мәсилән, қумуллуқлар, нелопәр, модәнгүл, анар гүл, шаптула чечиги, әтиргүл, ғунчә-чечәк, самуруқ, тоз, булбул, кәптәр, қушқач, қалиғач, кепинәк, анар, кава, қапақ, ғанҗуға, қуяш, ай, гүмбәз, мунар, лоңқа, жүрәк, оқ-я, үзүм, шаптула, әңҗүр, қоғун-тавуз, қариғай қатарлиқ  кәштиләрни нурғун ишләткән. Умумән, Қумул уйғурлириниң кәштичилик мәдәнийити хәлқимизниң иҗтимаий тарихий әмәлияти җәриянида яратқан маддий вә мәнивий байлиғиниң бир бөлүги сүпитидә қедимий миллий қәдриятлиримиз қатаридин орун алған. www.baxlan.com

291 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы