• Йеңилиқлар
  • 03 Желтоқсан, 2015

Хәлиқ мәрикиси

Уйғур наһийәсидә өткән достлуқ вә бирлик мәйримидин репортаж/ Өткән һәптиниң сешәнбә күни Уйғур наһийәсиниң мәркизи Чонҗа йезисида Қазақ ханлиғиниң қурулғиниға — 550, Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә  — 20 вә Уйғур наһийәсиниң қурулғиниға 80 жил толушиға мунасивәтлик уюштурулған чоң мәрикә дағдуғилиқ рәвиштә нишанлинип, униңда хәлиқләр достлуғи билән бирлиги йәнә бир қетим  тәнтәнә қилинди.Нәччә күндин буян яққан ямғур тохтап, бу күни һава райиму очуқ болди. Наһийәлик һакимийәт бенасиниң алдидики мәйдан безәндүрүлүп, йәрлик аһали вә Астана, Алмута, Талдиқорған шәһәрлири һәм хошна наһийәләрдин тәклип қилинған меһманлар мәрикигә җәм болди. Дөләт Гимни яңриғандин кейин вилайәт һакиминиң орунбасари Махабат Бигелдиев сәһнигә көтирилип, мәрикилик нутқини вилайәт һакиминиң изгү-тиләклири билән башлиди. Андин у наһийә тәрәққиятиға тохтилип, наһийә аһалисиниң қол йәткүзгән утуқлирини атап көрсәтти. Ана диярниң гүллинишигә һәссиләп үлүш қошуп, қәһриман аталған атилар билән анилар әҗригә апирин әйләп, мустәқил әлниң бүгүнки әмгәк адәмлиригә амәт вә бәрикәт тилиди. Дөләт рәһбириниң бәрпакар сәяситини қоллап, қутлуқ диярда иҗил-инақ яшаватқан милләтләрниң достлуғи билән бирлигини тилға алған натиқ «Мәңгүлүк Әл» қуруш үчүн бу қәдрийәтләрниң муһимлиғини тәкитләп өтти. Сөз новитини алған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута вилайәтлик кативатиниң рәиси Ғәбит Турсынбай Йәттису өлкисигә җайлашқан наһийәниң әмгәксөйәр хәлқини бүгүнки мәрикилири билән тәбрикләп, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Ералы Тоғжановниң Тәбрикнамисини оқуп бәрди. Андин сөз новити җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шәһимәрдан Нурумовқа берилди. Киндик қени тамған қутлуқ диярдики жутдашлар билән қизғин саламлашқан Шәһимәрдан Һүсәйин оғли барчини мәрикилири билән тәбрикләп, мошу тәнтәнини уюштурған наһийә һакими Алимҗан Тохтасуновқа алаһидә миннәтдарлиғини билдүрди. Униң рәһбәрлигидә бирқатар дөләтлик программилар бойичә көләмлик ишларниң әмәлгә ашурулуватқинини қәйт қилған у көңли даласидәк кәң қазақ хәлқи билән меһнәткәш уйғур хәлқиниң тарихида бир-биригә қилич, нәйзә көтәрмигәнлигини, уларниң достлуғи вә бирлигиниң мәңгүлүк екәнлигини тәкитлиди. Сәһнигә тәклип қилинған «Қазақ әдебиеті» гезитиниң баш муһәррири Жумабай Шаштайұлы нишанлиниватқан қош-қош сәнәләр мунасивити билән наһийә аһалисиға мубарәк ейтип, хатирә соғилири тапшурди. Мәрикә меһманлиридин кейин сөз новити наһийә ақсақили Қалабай Мерейимовқа берилип, у бүгүнки тарихий пәйттә наһийә аһалисиниң хошаллиғиға ортақ болған меһманларға миннәтдарлиқ билдүрди. Андин вилайәт һакиминиң орунбасари Махабат Бигелдиевни сәһнигә тәклип қилип, миллий урпи-адәт бойичә униң  үстигә чапан япти, қолиға тәвәррүк домбрини тутқузди. Қизғин чаваклар шавқуни бесилғандин кейин сәһнигә вилайәт һакиминиң орунбасари Махабат Бигелдиев, пешқәдәм устаз Һемитахун Тохтасунов вә йүз яштин алқиған уруш вә әмгәк ветерани Күришбек Көжекбаев наһийәниң 80 жиллиғиға мунасивәтлик нәшир қилинған «Ынтымағы жарасқан, Мәңгілік Елге ұласқан туған өлкем» намлиқ китапниң тонуштуруш мәрасимиға тәклип қилинип, рәмзлик лентини қийиш һөрмитигә сазавәр болди. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ жутдашлирини бу мәрикиләр билән тәбриклигән мөтивәрләр әлгә течлиқ тиләп, дуасини бәрди. Һемитахун ата течлиқ һөкүм сүргән әлдә яшаватқан уйғур хәлқиниң миннәтдарлиғини шеирий мисралар арқилиқ изһар қилди. Мәрикиниң рәсмий қисмидин кейин нахша-нәғмиләрдин чачқилар чечилип, Қазақ ханлиғиниң қурулғиниға 550 жил толушиға беғишланған сәһнә көрүнүши көрситилди. Қазақ даласиниң дана батурлири Керей билән Жәнибек әл қуруп, азатлиқ вә мустәқиллик үчүн күрәш жүргүзгән жиллар вақиәликлири, үч жүзниң исиянкар хәлқини башлиған батурлар образлири мәрикә иштракчилирини жирақ өтмүшкә йетилиди. Қазақ билән уйғур хәлқиниң миллий кийимлирини кийгән анилар, Қазақстанни маканлиған түрлүк милләтләрниң кийим үлгилиридики оқуғучилар, наһийәлик «Арзу» хәлиқ нахша-уссул вә «Жазерке» фольклорлуқ ансамбльлириниң сәнъәтчилири нәпис нахшиси вә әвришим, шох уссуллири билән Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 20 жиллиғини күйләп, қазақстанлиқларниң достлуғи билән бирлигини намайиш қилди. Андин мәйданға Чонҗа йезисидики 2534-санлиқ һәрбий қисимниң әскәрлири чиқти. Улар җәңгиварлиқ тактикилири билән из алғучи иштларниң һүнәрлирини көрсәтти. Һәрбий дефиле, һәрбий оркестрниң саз-нәғмиси мәйрәм мәртивисини техиму ашурғандәк болди. Новәт автопарадқа кәлди. Жүк машинилириниң кузовида наһийә тәрәққияти әкис әткән көрүнүшләр композицияси намайиш қилинип, мәрикә риясәтчилири кеңәш дәвридә моҗут болуп турған зәрбидар әмгәк бәшжиллиқлири вә мустәқиллик жиллири наһийә турғунлири қол йәткүзгән утуқларға изаһ берип турди. Һава шарлириға есилған әләмчиләр, бәәйни мәңгүлүккә интилғандәк, көккә көтирилди. Мақалимизниң нәқ мошу йеридә наһийәниң өтмүш сәһипилирини варақлап көрсәк, орунлуқ болса керәк. Тарихий мәлуматларға асаслансақ, Қазақстан Мәркизий Иҗраий Комитетиниң 1935-жили 9-январь күни имзалиған тохтамиға мувапиқ, Уйғур наһийәси қурулуп, наһийәлик иҗраий комитетниң дәсләпки рәиси болуп Қәмә Ахунов дегән киши тайинланған. Илгири Кегән вә Панфилов наһийәлиригә қарашлиқ болған йезилиқ кеңәшләр шу жилниң 10-февраль күни Уйғур наһийәсиниң тәркивигә киргүзүлиду. Наһийәниң вақитлиқ мәркизи болуп, Довун йезиси бәлгүләнгән еди. Арида бир жилдин сәл көп вақит өтүп, наһийәниң мәркизи Чоң Ақсу йезисиға көчирилиду. 1940-жили 11-май күни наһийә мәркизи Подгорное (һазирқи Қирғизсай) йезисиға, ҚазССР Алий Кеңиши Президиуминиң буйруғи билән 1945-жили 11-июнь күни Чонҗа йезисиға йөткилиду. Мошу он жил давамида илгири моҗут болуп турған 19 йезилиқ кеңәшниң айримлири бирләштүрүлди. 60-жиллири наһийәдә тоққуз йезилиқ кеңәш моҗут болуп турди. 1963-жили 2-январь күни ҚазССР Алий Кеңиши Президиуминиң буйруғиға бенаән Уйғур наһийәси қайтидин Панфилов наһийәсигә қошулиду. Бир жилдин кейин йәнила мошу органниң буйруғи бойичә Уйғур наһийәси қайта қурулуп, униң мәркизи Чонҗа йезиси болуп бәлгүлиниду. 1989-жилға қәдәр қайта қурулған вә бириктүрүлгән йезилиқ кеңәшләр рәтлинип, уларниң сани он төрткә йәтти. 1992-жили болса, 16 йезилиқ кеңәш моҗут болуп турди. Мошу жилниң 13-январь күни Қазақстан Җумһурийитиниң тохтамиға мувапиқ, наһийәлик иҗраий комитетиниң паалийити тохтитилип, униң функциялирини наһийәлик мәмурийәт атқуридиған болди. 1994-жили 7-март күни йәрлик вакаләтлик органлар депутатлириниң сайлими өткүзүлүп, наһийәдә вакаләтлик орган — наһийәлик мәслиһәт қурулди. 1995-жили 4-октябрь күни Алмута вилайәтлик мәмурийәт рәһбириниң қарариға бенаән, наһийә тәркивидики наһийәлик вә 14 йезилиқ кеңәш мәмурийити һакимийәт болуп өзгәртилди. Наһийә қурулған жили ишчи-дехан вә қизил әскәрләр депутатлириниң Уйғур наһийәлик-Кеңиши иҗраий комитети йенида Йәр комитети қурулуп, 1947-жили у Йеза егилиги бөлүми болуп өзгәртилгән еди. Униң асасий вәзиписи коллективлаштуруш вә йеза егилигидә ишләпчиқириш көләмини ашуруштин ибарәт болди. Наһийә қурулған жили тәшкил қилинған 89 колхозниң сани ушшақ егиликләрни бириктүрүш нәтиҗисидә қисқирап, уруштин кейин 24 – 27 колхоз паалийәт жүргүзди. Бу егиликләрдә асасән ашлиқ, көктат, мал үчүн озуқ һәм дора-дәрмәк хам-әшияси – әпийүн өстүрүләтти. Чарвичилиқ саһаси болса, илқа, қаримал вә қой-өшкигә ихтисаслаштурулған еди. 1937-жили наһийәдә 12 129 колхоз әзаси болди. Егиликләр қаримиғида 924 509,49 гектар мәйдан терилғулуқ вә чепинлиқ, 2309  илқа, 1613 қара мал вә 18933 қой вә өшкә болидиған. 1938-жили наһийәдә «Ақтас» артели ишқа қошулди. Бу йәрдә йәрлик аһали үчүн туз, һак, қум, хиш вә башқиму қурулуш материаллири тәйярлинатти. Икки жилдин кейин Чонҗа вә Чоң Ақсу йезилирида сатрашхана, тикинчилик, аяқ кийим җөндәш вә яғачни қайта ишләш цехлири ечилди. Шундақла наһийәдә накаларниң «Красный Казахстан» артели ишқа қошулуп, униң төмүрчи, яғашчи, бондарь, пийма бесиш, тикинчи, аяқ кийим җөндәш, һак көйдүрүш вә белиқ тутуш ишханилири болди. 1940-жили Кәтмән вә Узунтам йезилирида дәсләпки мал бодаш пунктлири ишләшкә башлиди. Бу жили наһийәдә 35 түгмән, 35 төмүрчи дукини, төрт навайхана, наһийәлик  басмихана вә трактор һәм машиниларни җөндәш цехи ишқа қошулди. Подгорное йезисида дәсләпки колхоз базири ечилди. Нәқ мошу жиллири Кеңәш Иттипақиниң йәр-су шараити начар тәвәлиридин 100 аилә наһийәгә көчүп келидиған болуп, улар үчүн өйләр селинип,  йәр вә мал-варан бөлүнди. 1960-жилға қәдәр наһийәдә ушшақ колхозлар чоң егиликләргә бирикип,  уларниң қаримиғида 6922 илқа болди, қара мал 15 244 вә қой билән өшкә 339 731 башқа йәтти. Колхозларда дехан-чарвичилар наһийә тәрәққиятиға зор һәссә қошти. Уруш вә әмгәк ветерани, көплигән җәңгивар орден вә медальларниң саһиби, исми ҚазССРниң «Пәхрий Алтун Китавида» орун алған Мирзигүл Насиров башқурған Свердлов намидики колхоз Иттипаққа кәң тонулди. Умумән, наһийә әмгәкчилири 1975-жили һөкүмәткә 1,5 миллион пут ашлиқ өткүзди. 2100 тонна башақлиқ зираәт пландин артуқ сетилди. Суғирилидиған терилғулуқлар мәйдани 26 618 миң, һә 90-жилларға қәдәр 38,2 миң гектарға йәтти. 1970-жилидин буян 12 миллион сом мәбләғ сәрип қилинип, Төвәнки Чонҗа канили суғириш системисиниң қурулуши аяқлаштурулди. Егиликләрдә су тосмилири билән қоймилири селинди. 80-жиллири 20 миллион сом мәбләғ һесавиға Ақтөбә канили, Сары-Булақ су қоймиси қайта җөндәлди. Қаридала қойнида артезиан қудуқлиридин су чиқирилип, ямғурлитип суғириш усули кәң қоллинишқа башлиди. 1975-жили наһийәгә Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң биринчи кативи Д.Қонаев келип, «Әмгәк» колхозиниң мал бодаш комплексини зиярәт қилди. «Таштиқарису» гүрүч совхозини вә Свердлов һәм Тельман намидики егиликләрниң тирикчилиги билән тонушуп қайтти. Йеза егилигидә қолға кәлтүргән утуқлири бәдилигә 1976-жили Уйғур наһийәси «ҚазССР Пәхрий Алтун Китавиға» йезилди. 1989-жилға қәдәр наһийә аһалисиниң сани 59 906гә йәтти. Наһийәдә 28 йеза-мәһәллә, 11 колхоз, 3 совхоз, 5 йәрлик санаәт карханиси, 3 қурулуш мәһкимиси, орман вә очилиқ егилиги, 56 билим бериш вә мәктәп йешиғичә болған балилар мәһкимиси, 70тин көп аммивий вә йезилиқ клуб билән китапхана һәм 31 саламәтлик сақлаш мәһкимиси паалийәт елип барған еди. Бир жилдин кейин йеңи түзүмдә йеңичә ишләшкә башлиған колхозлар билән совхозлар тарқитилип, дехан егиликлири қурулди. Мүлүк шәхсийләндүрүлүп, дәсләпки тиҗарәтчиләр шәхсий дуканларни ечишқа башлиди. Наһийә қурулуши билән башқа саһаларниңму һули селинип, риваҗ тапти. Мәсилән, бюджет, штат, дөләтлик кирим вә селиқ инспекциялири һәм ярдәм пул тайинлаш бөлүмидин ибарәт наһийәлик иҗраий комитет йенида малийә бөлүми қурулди. 1935-жили наһийәдә дәсләпки алақә тармиғи почта бөлүми сүпитидә, 1939-жили наһийәлик иҗраий комитетниң аһалини иҗтимаий тәминләш бөлүми паалийитини башлиди. Мошу жили Заили орман егилиги, Алмута шәһири вә Подгорное йезисиара йолувчиларни тошуш мәһкимиси ишқа қошулғанди. Маарип саһасиму наһийәниң тәңтуши шу жиллири  дәсләпки оттура вә толуқ әмәс мәктәпләр селинишқа башлиди. Уруштин кейинки жиллири барлиқ йезиларда мәктәпләр ишлиди. 40-жиллири рус тилини билмигән балағәт йешидики жигитләр үчүн курслар моҗут болди. Чүнки улар һәрбий сәпкә чақиртилатти. 40 – 43-жиллири наһийәдин 80 нәпәр яш жигит-қиз завод-фабрика мәктәплири билән төмүр йол вә һүнәрвәнләр училищелириға оқушқа әвәтилди. Уруш жиллири наһийәдики башланғуч, толуқ әмәс вә оттура мәктәпләрниң умумий сани 24 болса, 50-жилларға қәдәр 28гә йәтти. 1959-жили Кәтмән йезисидики Чапаев намидики МТС базисида дәсләпки кәспий-техникилиқ училище оқуғучиларни қобул қилди. Шуни тәкитлимәй мүмкин әмәски, наһийәдә ечилған дәсләпки мәктәп һәққидә сөз болғинида, 1916-жили Қарқарада «Лашманлиққа адәм бәрмәймиз» дәп, ақ падишаға қарши чиққан Тохнияз батур рәһбәрлигидики жутдашлар билән биллә етилип кәткән Жаңабай Қудайбергеновниң Тоққузбулақ мәлисидә мәктәп салғузғинини унтумаслиқ лазим. Әлгә тонулған содигәр Веливайниң қол астида ишләп, көплигән әлләрдә болған Ж.Қудайбергенов Қирғизсай йезисида дунияға кәлгән екән. 1903-жили у Тоққузбулақта мәктәп селиш ишлирини уюштуриду. Алтә жилдин кейин болусларниң ярдими билән бу мәктәпниң орниға 500 орунлуқ мәктәп селишқа күч чиқирип, униңда көплигән қазақ вә уйғур пәрзәнтлири билим алған. 1937-жили бу мәктәп Чоң Ақсу йезисиға, 1944-жили болса, Чонҗиға көчирилиду. Саламәтлик сақлаш бөлүмиму наһийә қурулған жили барлиққа кәлди. Уруштин кейин санитарлиқ-эпидемиологиялик станция вә малярияға қарши пункт ечилиду. 1949-жилға қәдәр наһийәниң Подгорное, Чарин вә Кәтмән йезилирида участкилиқ ағриқханилар ишләп турди. 60-жиллири 50 орунлуқ  наһийәлик, 55 орунлуқ сил ағриқлири, 6 участкилиқ ағриқхана билән 13 фельдшерлиқ пункт аһали хизмитидә болди. Наһийәдә аһалиниң мәдәний тәрәққиятиғиму көп көңүл бөлүнди. 1940 – 1944-жиллири наһийәдә бир наһийәлик, бир йезилиқ китапхана вә 16 китап оқуғучилар өйи болған екән. 1942-жили наһийә мәркизи Подгорное йезисида клуб қурулуши башлиниду. Уруштин кейинки жиллири наһийәдә мәдәний-ақартиш бөлүми қурулуп, ишләшкә башлайду. 60-жилларға қәдәр наһийәлик балилар китапханилири, наһийәлик Мәдәнийәт өйи, 16 йезилиқ клуб, 9 йезилиқ китапхана, 4 китап оқуғучилар өйи, 2 қизил юрта вә 2 автоклуб ишләйдиған болди. 1951-жили Чонҗа йезисида Мәдәнийәт өйи селинди. Икки жилдин кейин мәдәний-ақартиш бөлүми наһийәлик мәдәнийәт бөлүми болуп қайта қурулди. 1972-жили наһийә мәркизидә 400 орунлуқ Мәдәнийәт өйи селиниду. Кейинирәк Чарин, Ғалҗат вә Чоң Ақсу йезилирида Мәдәнийәт өйлири пайдилинишқа берилди. 1960-жили «Әмгәк» колхозида дәсләпки «Арзу» миллий нахша-уссул ансамбли қурулди. Икки жилдин кейин ансамбльға хәлиқ ансамбли нами берилиду. 1976-жили «Арзу» хәлиқ нахша-уссул ансамбли вилайәтлик вә җумһурийәтлик фестивальларда биринчи, Москва шәһиридә өткән Пүткүлиттипақлиқ фестивальда иккинчи орунларни егиләп, лауреат аталди вә Кичик алтун медаль билән тәғдирләнди. Көплигән әлләрдә гастрольларда болған хәлиқ ансамбли һәрхил жиллири түрлүк фольлорлуқ фестивальларниң дипломанти вә лауреати атақлириға еришиду. 1934-жили 29-сентябрь күни наһийәлик «Сталинчи» гезитиниң биринчи сани латин елипбәси бойичә уйғур тилида йоруқ көрди вә 1953-жилға қәдәр мошу териқидә нәшир қилинди. 1940-жилдин етиварән кириллица йезиғида нәшир қилиниватқан наһийәлик гезит 1953 – 1957-жиллири уйғур тилида «Течлиқ әмгәк» нами билән чиқти. Кейин гезитниң нами «Или вадиси» болуп өзгәртилди. 1990-жили наһийәлик гезит уйғур вә қазақ тиллирида «Или вадиси»-«Іле шуғыласы» нами билән чиқишқа башлиди. 1967-жили наһийәлик гезит тәһрирати йенида наһийәлик йәрлик радиохәвәрләрни тарқитиш бөлүми ечилди. Гражданлиқ әһваллар актини тиркәш бөлүмиму 1935-жили тәшкил қилинған. 1935 – 1937-жиллири бу бөлүм хәлиқ комиссариати бөлүминиң тәркивидә болди. Тәнтәрбийә вә спорт бөлүми 1942-жили қурулған. Бир жилдин кейин наһийәдә 28 башланғуч тәнтәрбийә вә спорт бөлүмлири моҗут болуп, уларниң тәркивидә 760 адәм болди. ГТО (әмгәк вә мудапиәгә тәйяр) бәлгүсиниң биринчи басқучида 70 адәм тәйярлиқтин өткән. 1971-жили наһийә мәркизидә балилар вә өсмүрләр спорт мәктиви ишләшкә башлиди. 1955-жили жутдишимиз Армия Һошуров спортниң йеник атлетика түри бойичә рекорд яритип, чемпион аталди. Тәнтәрбийә пәниниң муәллими болуп ишлигән пешқәдәм устаз өз вақтида тосалғулуқларни атлап жүгрәш бойичә яратқан рекордини 11 жил бойи қоғдап кәлгән. Улуқ Вәтән уруши наһийә тарихидики алаһидә сәһипә. Бу диярдин 3818 адәм урушқа кетип, 2386 җәңчи ана жутқа қайтти. Уларниң бесим қисми түрлүк җараһәтләр алған болсиму, уруштин кейинки тиклиниш жиллири  аянмай әмгәк қилди. Уруш жиллири арқа сәптә әмгәк әткән анилар билән уруш балилириниң әҗри һеч унтулмайду. Наһийә аһалиси фронтқа 224 данә җуга, 589 жүп пийма, 205 данә қулақча вә башқиму иссиқ кийимләрни тәйярлап әвәтти. 1942 – 1945-жиллири аһалини һәрбий заемларға йезиш жүргүзүлди, һәрбий селиқлар бәлгүләнди. 1967-жили Чонҗа йезисида һәрбий чегаричилар отряди қурулуп, униңға 1930-жили ақ гвардиячи бандилири билән тоқунушта қәһриманларчә қаза болған Антон Онопкониң нами берилди. Наһийәдә экологиялик туризмниң риваҗ тепишиға зәмин боларлиқ тәбиий-рекреационлуқ зонилар моҗуттур. Мәсилән, муз дәвридин илгири бәрпа болуп, һели сақлинип қалған Чарин ерәнлиги шу җүмлидин. «Тәбиәт ядикарлиғи» дәп елан қилинған бу орманлиқта аз учришидиған соғда ерәнлиги өсиду. Бүгүнки күндә у пәқәт мошу наһийәдә вә Шималий Америкидила моҗут екән. Шундақла орманлиқ территориясини «Қизил Китапқа» киргүзүлгән өсүмлүк вә һайванатларниң 34 түри маканлайду. «Чарин каньониму» һазир көпниң диққитини өзигә җәлип қилмақта. 35 миллион жилдин буян кона полеонтологиялик харабилиқлардин һасил болған бу мөҗүзиниң мәнзириси АҚШниң Колорадо штатидики Чоң Каньонни әслитиду. Сәяһәтчиләр «Қәльәләр вадиси» дәп атиған бу йәр һели әсирләр уйқисида. Униң хилму-хил яңзилиқ скульптурисида «Ай ландшафтини» байқашқа болиду. Чарин йезиси билән Или дәрияси арилиғидики қум барханлирида хәлиқ ичидә «Деревянное» дәп атилип кәткән көл һели бар. Қаридала қойнидики иссиқ аришаң сулири аммибаплиққа айлинип, һазир бу йәрдә дәм елиш зонилири ишлимәктә. Көргән көзни, сезимтал қәлбни тәврәндүргән Кәтмән тағлириниң мәнзириси бөләкчә. Униң бағридики өңкүрләрниң бири хәлқимизниң қәһриман қизи Назугумниң паҗиәлик тәғдири билән зич мунасивәтлик. Уйғур наһийәсиниң тарихида адил әмгиги билән тонулуп, әл еғизида қалған кишиләр аз әмәс. Социалистик Әмгәк Қәһриманлири — һели мәрһумлар Закир Минәмов, Ғоҗа Илиев, Һапиз Әмәтов, Авдун Қадиров вә аримизда һаят жүргән дехан ана Раһиләм Сейитова шулар җүмлисидиндур. Улуқ Вәтән уруши жиллири қәһриманлиқниң мисли көрүлмигән үлгисини яратқан Мөрдүн Тейипов Хәлиқ Қәһримани аталди. Геннадий Стариков болса, «Шөһрәт» ордениниң кавалери болди. Шундақла Һаким Авутов, Һашим Арзиев, Һезиз Ғоҗамбәрдиев, Қожа Жыргаланов, Алмақын Күлдибаев, Мирзигүл Насиров, Әкен Романова, Шәһәр Тайиров, Сәлим Чормақов, Вәли Йолдашев вә Тохтихан Розахунова Ленин ордени билән мукапатланди. Ана диярниң даңқини чиқарған алимлар, шаир-язғучилар, сәнъәтчиләр, һәрбийләр, устазлар, саламәтлик сақчилири, рәссамлар, журналистлар вә сехи қоллуқ тиҗарәтчиләрни әл тонуп, илға қилди. Буларниң һәммиси наһийәниң бүгүнки күнгә қәдәр болған тәрәққиятиға өз үлүшини қошқан. Наһийәниң тарихи узун. Жуқуридики қурлар униң бир тамчисила, халас. Буйриса, наһийә аһалиси бесип өткән шанлиқ йоллар талай китапларда баян қилинғуси. Мақалимизда әлгә әмгиги сиңгән, лекин исми-шәрипи аталмиған жутдашлар һәққидә шу баянатларда чоқум ейтилиду дәп ишинимиз. Хулләс, мәрикә давамиға тохтилайли. Сәһнигә наһийә аһалисини тәбриклигән «Отырар сазы» оркестри көтирилип, һүнирини намайиш қилди. Андин новәт нами ривайәткә айланған «Яшлиқ» ансамблиға кәлди. Мошуниңдин 40 жил илгири қурулуп, көп өтмәй миңлиған мухлислар қәлбидин чоңқур орун алған сәнъәтчиләрни қайта сәһнидә көргән жутдашларниң хошаллиғида чәк болмиди. Көңүлгә йеқимлиқ нахша-нәғмиләр яңриғанда, ичи қизиқ сәнъәтхумарлар шох уссулға чүшти. Бу күни мәйрәм өткән мәйданда нәғмә наваси хелә узақ яңриди. Вақит чиңқи чүш болуп қалғачқа, мәрикә башлиниши биләнла қазанларда бесилип, тәйяр болған полудин һәқсиз еғиз тәккәнләрму болди. Мәрикилик сода-сетиқ ишлириму қизиди. Һәмминиң үзидә қанаәтлиниш бәлгүси. Меһманлар әҗайип мәрикиниң шаһиди болди. Саһипхан хәлиқ болса, күнләп-айлап тәйярлинип өткүзгән бу муһим әһмийәткә егә чарә-тәдбирниң нәтиҗисигә рази. Чүнки бу хәлиқ мәрикиси.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

    Уйғур наһийәси.

475 рет

көрсетілді

36

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы