• Әхбаратлар еқими
  • 03 Желтоқсан, 2015

Һәмкарлиқ муһим

Йеқинда Президент Нурсултан Назарбаев «Қазақстан» мәркизий концерт залида Россия Федерацияси дөләт Эрмитажиниң баш мудири Михаил Пиотровский билән учрашти.Учришиш давамида Дөләт рәһбири М.Пиотровскийни Астанаға қилған сәпири үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди, шундақла Қазақстан Җумһурийити Миллий мирасгаһи вә дөләт Эрмитажи оттурисида һәмкарлиқ орнитилишиниң муһимлиғини алаһидә тәкитлиди. Нурсултан Назарбаев шундақла мирасгаһларниң турақлиқ тәҗрибә алмаштуруши вә иш бабидики алақиси Қазақстан вә Россия хәлқиниң бай мәдәний һәм тарихий мирасини сақлашқа салмақлиқ үлүш қошушқа имканийәт беридиғанлиғиға алаһидә диққәт ағдурди. Өз новитидә М.Пиотровский декабрь ейиниң бешида Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий мирасгаһида Эрмитаж күнлириниң өтидиғанлиғини хәвәр қилди, шундақла Дөләт рәһбирини икки мәмликәт оттурисидики мәдәнийәтләрара мунасивәтләрниң тәрәққий етишигә алаһидә диққәт ағдуруватқанлиғиға миннәтдарлиқ изһар қилди, дейилиду Президент Мәтбуат хизмити тарқатқан хәвәрдә.

701 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы