• Әхбаратлар еқими
  • 03 Желтоқсан, 2015

Президент һәрбий-тарихий мирасгаһни зиярәт қилди

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлириниң йеңидин ечилған һәрбий-тарихий мирасгаһиға қоюлған экспозицияләрни көздин кәчүрди.Президентниң диққитигә немис-фашизми үстидин қазинилған Ғалибийәткә — 70 вә Қазақ ханлиғиниң қурулғиниға 550 жил толуши нишанланған жилда алаһидә әһмийәткә егә болуватқан Қазақстанниң һәрбий тарихи вә мәдәнийитигә бағлиқ надир вә әҗайип экспонатлар һавалә қилинди. Шундақла Нурсултан Назарбаев җумһурийәтлик «Жас Ұлан» мәктивиниң оқуғучилири билән учришип, уларни Қазақстан Қураллиқ күчлириниң келәчиги дәп атап, оқушиға утуқ тилиди. Дөләт рәһбири Вәтәнни кичигидин сөйүш керәклигини тәкитләп, курсантларни Вәтәнни әҗдатлиримиз қоғдиғандәк қоғдашқа чақирди. Учришиш ахирида Президент «Һөрмәтлик меһманлар» китавиға өз тилигини йезип қалдурди.

550 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы