• Йеңилиқлар
  • 10 Желтоқсан, 2015

Той қилғанға тойимизму?

Миллитимиз мәдәнийитиниң йүксәк тәрәққий етишигә вә җәмийитимизниң риваҗлинишиға алаһидә роль ойнайдиған васитә — у бизниң миллий урпи-адәтлиримиз. У өзиниң қедимийлиғи биләнла әмәс бәлки, миллитимизниң миллийлигини сақлап қелиштики бирдин-бир амил сүпитидә актуаллиққа егә. Шундақ узақ тарихқа егә урпи-адәтлиримизниң бири у той-төкүн мәрасимлири. Әнди шу той мәрасиминиң өзи бир нәччә тармаққа бөлүниду. Мәсилән әлчи кириш, мал гүрүч, йөлән ейтиш, нека қилиш, сандуқ ечиш, қизни көчүрүш вә башқилар. Бүгүнки күндә башқа урпи-адәтлиримизгә қариғанда той мәрасимидики көплигән рәсим-қаидиләр сақланған вә бәзилири қайтидин әслигә кәлмәктә. Бу, әлвәттә, хошал қилидиған әһвал. Лекин ахирқи жиллири бу урпи-адитимизгә киргән өзгиришләр  вә рәсим-қаидиләр миллий мәдәнийитимиздә сәлбий ақивәтләрни елип кәлмәктә. Бүгүн җәмийитимиз арисида шундақ көплигән наразилиқларни туғдуруватқан, ахирқи вақитларда кәң қанат яйған яшлар кечи тоғрисида өзәмниң ой-пикирлири билән бөлүшмәкчимән. Сөзүмгә испат ретидә, бир достумниң тойида болған вақиәни баян қилип бәрмәкчимән. Ағинәм өзиниң мәлисидин анчә жирақ әмәс йезида яшайдиған қизға өйләнди. Қудилар үч күн той қилиш қарариға кәлди. Шундақ қилип, дәсләпки күни мал гүрүчини апириветип, әтиси кәчқурунлуғи яшлар кечигә бардим. Очуғини ейтиш керәкки, нами яшлар кечи болғини билән у йәрдә яшлардин тола қириқ бәш  вә әллик яшлар чамисидики әр-аяллар бесимирақ болди. Достлар һәммимиз икки яш кәлгичә талада гәплишип турдуқ. Бир вақитта йенимда турған ағинәм: Адаш, әву тамака чекип турған адәмниң бүгүнки кәчтә балиси турмақ нәврисиму кәлгәнду, һә? — дәп сорап қалди. Һәқиқәтәнму сөзиниң җени болғачқа, униңға бу сөзигә қошулдум. Саат кәчтә йәттигә дегән той  саат тоққуздин он бәш минут өткәндә башланди. Той нахшиси яңриди. Салютларни йерип, от айландуруп, сүнъий  қарларни чечип, әйтәвир, икки яшни төргә чиқиривалдуқ. Тамада йерим сааттәк меһманларниң җайлирини тепип олтиривелишини күтти. Олтириватқанлар бу яқта турсун техи меһманларниң келиватқан айиғи үзиләр әмәс. Немә болса шу болсун, деди бәлким, у яқ-бу яққа меңип жүргән меһманлар арисидин тамада чиқип тойниң рәсмий башланғанлиғини елан қилди. Той қиливатқан сайипхан вә икки яшқа иллиқ тиләклирини шеирлар  вә һәзиллири билән башлиған тамадини өзидин башқа һеч ким тиңшимиди. Андин кичиккинә течлинивалсун дәп иштәй нәғмисини елан қилди.  Аңғичә саат он йерим болди. Һәммиси орунлирини тепип олтиришти. Әнди һечкимниң ағзи бесилар әмәс.  Шундиму тамада бова вә момилирини тиләк ейтидиғанға чақирди.  Улар сән чиқ, сән чиқ болуп, һәммисиниң сани ондин ашти.  Әнди уларниң тиләклирини өзлиридин башқа һеч ким тиңшимиди. Буниңға нарази болған тамада микрофонни елип, меһманларни қопаллиқ билән течлинишқа чақирди.  Меһманларму бираз течланди. Андин «Дилхәриҗиға» ойниған бова-момилириға өрүм өригәч, барлиқ меһманлар (бесим көпчилиги яшлар) талаға чиқип кетишти. Олтарған үстәлдә ялғуз қалғачқа, мәнму шулар билән биллә чиқип кетишни тоғра көрдүм. Ағинилирим тамака чекип болушти. Кейин мән достлиримға: «Әнди тойға кирәйли, дәстиханда олтирайли», десәм ағинилирим, «Адаш, дискотекиси башланғанда бирақла кирәйли. Һазир чоң дада, чоң апа, кичик дада, кичик апа,  хошнилар, әйтәвир, йетиду. Шулар сөзләп болғандин кейин кирәйли», дәйду. Йерим сааттин ошуқ вақиттин кейин дискотекиси башланди. Яшлар әнди уссул ойнаймиз дәп киришимизгила, өз көзүмгә өзүм ишәнмәй қалдим. У яшлар дискотекиси әмәс бәлки яшанғанлар дискотекиси болуп кетипту. «Җүрүңлар, бир чәттә болсиму қиз оғуллар һәммимиз чәмбәр ясап ойнайли» десәм ағинилирим: «Адаш, әву йәрдә мениң чоң дадам бар, әву ойнаватқан кичик бовам, әву оттуриға чүшүп ойнаватқан мениң кичик дадам», дәп һеч ким ойнимай қойди. Һазир чиқип кетәр дегән үмүт билән узақ күтүп турдуқ. Бир чағда оттурида өзини билмәй бир қисмила ойнаватқан чоң кишини йенимда турған бир жигит «мультфильмдики Шрекқа охшайдекән» дәп заңлиқ қиливеди, у мениң бу қанитимда турған жигитниң дадиси болуп чиқти. У оқтәк кәлгән пети униңға муш атти. Таяқ йегән балиниң иниси нерақта туруптекән у келип акисини урған балиға муш атти. Бир дәмдила уссул мәйдани уруп-соқуш мәйданиға айланди.  Йеқин көргән ағинисиниң тойида ечилип ойналмай әсәби өрләп туруватқан яшларға бу балиниң орунсиз чақчиғи отқа май чачқандәк болди. Әнди ейтиңлара, мундақ әһвалниң йүз беришигә немә сәвәп? Раст, яшларниң орнидин туруп, чиқип кәткини вә орунсиз чақчақтин чиққан җаң-җаллар той егилиригә болған һөрмәтсизлик. Лекин мениңчә, кәч яшларниң болғанлиқтин у кәчтә пәқәт яшларла болған болса, мундақ әһвал йүз бәрмәтти.  Үч күн той қилиду. Мал гүрүчи күни әтиси қиз тәрәптики той вә өгүнидики оғул тәрәптики тойларға тоймай кәчтики яшлар кечигә келивалған чоңлиримизниңму һәм яшлиримизниңму әйиви бар. Биринчидин, тойға вақтида кәлмәймиз. Бу — тойларда мошундақ наразилиқлар вә маҗраларни туғдиридиған биринчи йол. Иккинчидин, өзимизни өзимиз һөрмәт қилмаймиз. Чүнки чоңлиримиз өзлирини һөрмәтлимигән, яшларни иззәтлимигән  һалда бу кәчкә келиду. Бу, әлвәттә, яшларни нақолай әһвалда қойиду. Йәнә бир муһим мәсилә — тиләк ейтқучини тиңшимаслиқ. Әслидә қәдәһләрни тиләкләр арқисидин көтириду. Һә, биз болсақ, әткән чайниң орнида ичимиз.  Бир қаримаққа әрзимәс нәрсә болғини билән, әмәлиятта наһайити тәшвишлик әһвалға дуч келиватимиз.  Қәдирлик сайипхан арзулуқ пәрзәнтлириниң тойини гүлдәк өткүзимән, дәп кәң дәстихан йейип йеқинлири билән хошаллиғини тәң бөлүшкиси келип, бизни тәклип қилиду. Һә, биз болсақ, униң хошаллиғиға ортақ болуп, уни хуш қилишниң орниға көңлүни ағритимиз. Бу иш, әлвәттә, сайипханниң дилиға меһманларға болған наразилиқ туйғусини салиду. Наразилиқ — у өзара мунасивәт, өмлүк, бирликкә  чүшкән зәһәрлик қурут. Һә, бу қурутниң яхшилиқ елип кәлмәйдиғанлиғи чоқум.  Молутҗан ТОХТАХУНОВ.билән биллә тамашә қиливатимиз. Әнди телесериаллардин өзимизгә тегишлик қандақ пайда алалаймиз?  

356 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы