• Йеңилиқлар
  • 10 Желтоқсан, 2015

Журналист болғумиз келиду...

Уйғур зиялилириниң беши қошулған һәрқандақ җайда «миллий мәтбуатимизға варислиқ қилидиған яшлар тепиларму?» дегән соалниң қоюлуватқиниға хелә заман болди. Мәсилиниң толиму муһим екәнлигини нәзәрдә тутқан һалда, йеқинда гезит тәһрирати рәһбәрлигиниң тәшәббуси билән аз болсиму қәләм тәвритип келиватқан бир топ яшлар редакциямиздә баш қошти.Униңда дәсләп баш муһәррир Ершат Әсмәтов хәлқимизниң гөһиригә айланған «Уйғур авази» гезити хәлқимизниң мәдәний һаятидики ролиға тохтилип, һазирқи вақитта яшлар арисида қәләмни дост тутқанларниң тамамән йоқ, дәп ейтишқа болидиғанлиғини тәкитләп, бүгүнки баш қошуш меһманлириға жуқури җавапкәрликниң жүклинидиғанлиғини қәйт қилди. Учришиш давамида яш қәләм егилири, жүмлидин Азнат Талипов, Молутҗан Тохтахунов, Абдулҗан Азнибақиев, Фируза Нәвирдинова, Маһарәт Имирова вә Албина Әмәтова өзлириниң журналистика саһасиға қизиқидиғанлиғини ейтип, келәчәктә имканийитиниң баричә, миллий мәтбуатимизға биркишилик һәссә қошушқа тәйяр екәнлигини йәткүзди һәм гезитимизниң бүгүнки санида гезитханлар билән қайта үз көрүшүватқан «Мәшъәл» яшлар бетигә язған бирқатар мақалилирини тәһриратқа тапшурди. Шундақла улар келәчәктә гезитимизни техиму қизиқарлиқ чиқириш һәққидә өзара пикир алмаштурди. Хошал боларлиқ йери шуки, яшлиримизни уйғур әдәбияти, мәтбуати вә умумән, миллий мәнавиятимиз хелила ойландуридекән. Шундақла улар кәлгүсидә гезит ичидики яшлар гезитини асасән йеңи заман яшлириниң тили билән тәңтушлири һаятини турақлиқ йорутуп туруш тәкливини оттуриға қойди. Өз новитидә баш муһәррир һазирқидәк шәрт-шараитниң барида, яшларниң тинмай қәләм тәвритиши лазимлиғини һәм журналистика саһасиниң нурғунлиған қийинчилиқлар билән тосалғулуқларға «бай» екәнлигини әскәртип, уларниң ишлириға утуқ тилиди. Әнди учришишқа қатнашқан талантлиқ журналист, әхбарат вә репортажлар бөлүминиң муһәррири Бәхтишат Сопиев уйғур мәтбуатиға һазирқи таңда яшларни җәлип қилиш мәсилисиниң җиддий туриватқанлиғини тәкитләп, гезит бетини һәрхил йөнилиш, мавзулар билән йеңилаш керәклигини атап өтти. Ахирида «меһманлиримиз» бүгүндин етиварән, уйғур яшлириниң йеқин достиға айлинидиған «Мәшъәл» бетиниң дәсләпки саниға тәйярлиқлири бойичә бәс-муназиригә чүшүшти. Ақ йол силәргә, Яш қәләм егилири!

Мәшүр САСИҚОВ.

338 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы