• Гезитхан пикри
  • 24 Желтоқсан, 2015

Шаирға мунасип һөрмәт билдүрүлсә

Һәр дәвирдә өзиниң из-намини қалдуруп кәткән бүйүк шәхсләр бар. Әйнә шулар қатарида шаир вә драматург Исмайил Мәтқази оғли Саттаров өткән әсирдә яшап өткән ярқин намайәндилиримизниң бири. Бари-йоқи жигирмә сәккиз жил өмүр сүрүп, униң йәттә-сәккиз жилинила иҗадийәткә беғишлиған бүйүк әдипниң кейинки әвлатқа қалдурған мираси бебаһа вә у биз үчүн тәвәррүктур. Талантлиқ шаир есәңгә 100 яшқа толиду. Тәвәллуд һарписида әдипкә лайиқ һөрмәт көрсәткәнлигимиз шаир роһи алдидики муқәддәс борчимиз, дәп ойлаймән.  Шуңлашқа мән ушбу мақаләмдә шаирниң иҗадий паалийитигә  тохталмай, бәлки бәзибир ой-пикирлиримни гезитханлар билән бөлүшмәкчимән. Мақаләмниң бешида Исмайил Саттаровниң 90 жиллиғини қандақ әһвалда «нишанлиғанлиғимиз» һәққидә бир-икки еғиз гәп қилишни тоғра көрдүм. Ейтмасқа болмайдиған һәқиқәт шуки, шу жили ана тилимизда нәшир қилинидиған гезит-журналлиримиз сәһипилиридә әдәбиятшунас алимлиримиз,  шаир-язғучилиримиз  әдип һәққидә мақалиларни  елан қилар дәп ойливедим. Әпсус, ундақ болмиди. Иккинчидин, Исмайил Саттаров талантлиқ драматург. Дьяков билән бирликтә язған «Ғерип – Сәнәм» драмиси уйғур драматургиясидики утуқлуқ чиққан дәсләпки надир әсәрләрниң бири екәнлигини һәммимиз яхши билимиз.  Бирақ, немишкиду,  он жил илгири миллий театримиздиму драматургниң әсәри қоюлмиди. Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишидиму мәзкүр сәнә тоғрилиқ һечқандақ гәп чиқмиди. Абдуллам Самсақов тәрипидин тәйярланған «Известные уйгуры ХХ века» китавидиму шаирниң исми йоқ. Буни қандақ чүшәнсәк болиду? Хошал болидиған йери, Йолдаш Азаматов топлиған «ХХ әсир намайәндилири» намлиқ 2005-жили нәшир қилинған очерклар топлимида һели мәрһум, академик Махмут Абдурахмановниң қәлимигә мәнсүп көләмлик мақалә берилип, шаир нами билән аталған бизниң Ғәйрәт йезисидики оттура мәктәптә униң шанлиқ тәвәллуди дағдуғилиқ нишанлинип өтти. Әсли мәзкүр сәнә биз, ғәйрәтликләрниңла әмәс, пүткүл  уйғур хәлқиниң  умумий мәйрими әмәсмеди!? Бийил болса, пешқәдәм журналист Абдукерим ака Тудияров Улуқ Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға даир урушқа қатнашқан шаир-җәңчиниң шу жиллири йезилған шеирлирини издәп-тепип «Уйғур авази» гезитиға елан қилип,  бешимизни көккә йәткүзди. Әнди алдимизда әдипниң 100 жиллиғидәк муһим сәнә турупту. Алдинқи тәвәллудидәк, униму бепәрвалиқта өткүзүп қоймисақкән дәп әндишә қилимән. Асасий мәсилигә нәзәр ағдуридиған йери, Исмайил Саттаровниң барлиқ әсәрлири җәмләнгән топлам тамамән йоқ болуши керәк. Болсиму, аз яки қалмиди. Алим, һели мәрһум Махмут Абдурахманов 1961-жили топлиған «Күрәш вә һаят» китавида Һезим Искәндәров вә Өмәр Муһәммәдий кәби талантлиқ әдипләр қатарида Исмайил Саттаровниң нурғун әсәрлири орун алған. Аридин йерим әсирдин ошуқ вақит өтүпту. Шуңлашқа шаиримизниң әдәбий мирасини жиғип-рәтләп, айрим китап чиқириш шәрәплик иш болар еди. Жуқурида тәкитләнгәндәк, миллий театримизда сәһнә әсәри қоюлуп, әдәбий-музыкилиқ кечилигигә алаһидә көңүл бөлүнсә, миллий мәтбуат васитилиримиздә мақалилар йоруқ көрсә, уйғур тиллиқ мәктәпләрдә шаирниң иҗадий паалийитигә беғишланған китап оқуғучилириниң  конференциялири, әдәбий кәчләр, очуқ синип саатлири өткүзүлсә, җаһан иш болар еди. Буниң һәммиси биримизниң қолидин кәлмәйду, әлвәттә. Биз, өм хәлиққу! Ушбу сәнәни Қазақстан Язғучилар иттипақи, җүмлидин униң йенидики Уйғур әдәбияти кеңиши, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи,  зиялилиримиз әтигәнирәк қолға елип, «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип» нишанлисақ, шаирниң роһини хуш қилип, әҗдат алдидики муқәддәс қәрзимизни өтигән болар едуқ.

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ,

И. Саттаров намидики

оттура мәктәпниң муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

447 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы