• Һасан-һүсән
  • 24 Желтоқсан, 2015

Яш иҗаткарлар өмиги

Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә бир қанчә пәнләр бойичә өмәкләр паалийәт елип бариду. «Яш қәләм» иҗаткарлар өмиги әйнә шуларниң биридур. Униң әзалири — уйғур тили вә әдәбияти пәнлирини чин дилидин сөйүп оқуйдиған оқуғучилар. Шеирийәткә һәвәс бағлиған, келәчигидин үмүт күткүзүватқан иҗаткарлар топланған өмәккә мәктивимизниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими, тәҗрибилик устаз Гөзәл Исмайилҗанова йетәкчилик қилиду. Йәнә шуни тәкитләш керәкки, өмәк әзалири пәқәт уйғур тили вә әдәбияти пәнлиринила яхши оқуп қалмастин, бәлки улар мәктивимизниң илғар оқуғучилири болуши билән җәмийәтлик ишларниң паал иштракчилири. Өмәк әзалири наһийәлик, вилайәтлик байқашларниң, пән олимпиадилириниң ғалиплири. Хелил Һәмраев, Илия Бәхтия, Абдумеҗит Дөләтовниң тәвәллудлириға мунасивәтлик уюштурулған байқаш, мушаириләрдә ғалип чиқип, мәктивимизниң шәнини қоғдиди. Өмәк әзалири һәр қетимқи баш қошқанда йеңидин нәшир қилинған бәдиий әдәбиятларни оқуп, униңға мунасивәтлик мулаһизиләр жүргүзимиз. Жутдаш шаир-язғучилар билән учришишларни уюштуруп, китапхан билән муәллип арисидики мунасивәтни мустәһкәмләш ишлириға алаһидә көңүл бөлимиз. Умумән, өмәктә оқуғучиларниң уйғур әдәбиятиға қизиқтуруш арқилиқ шеирийәтни, бәдиий әдәбиятни чүшинидиған, қәдирләйдиған шагиртларни тәрбийиләш мәхситидә иш елип бериливатиду.

Қәлбинур ИСҚАҚОВА,

уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими.

Панфилов наһийәси.

259 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы