• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 24 Желтоқсан, 2015

Һәртәрәплимә һәссә қошти

Мәлумки, мошу жилниң февраль ейида Талғир наһийәсиниң баш жигитбеши болуп Җамалдин Насиров сайланған еди. У бийил муштири топлаш мәвсүмидә тәһрират хадимлири билән йеқин мунасивәт орнитип, ишимизниң нәтиҗидарлиқ болушиға чоң һәссә қошти. Чүнки у мәвсүм башлиниши билән тәвәдики жутларда асасий ишни қиливатқан мәлә яки коча жигитбашлирини рәғбәтләндүрүш тәшәббусини көтәрди вә бу чарә-тәдбирни уюштуруш вәзиписини өз зиммисигә алди. Шундақ қилип, Талғир наһийәсидики чоң-кичик мәһәллиләрдә бирқатар баш қошушларни уюштурди, җамаәтчилик көпирәк жиғилған нәзир-чирақларда тәрғибат ишлири жүргүзүлди. Биз барлиқ җайларда униң билән биллә болуп, миллий нәширләргә муштири топлашта паалийәтчанлиқ көрситиватқан әзимәтләргә «Уйғур авази» гезитиниң Пәхрий ярлиқлирини тапшурдуқ. Бу ишларни әмәлгә ашуруш җәриянида пәқәт гезит һәққидила сөз болуп қалмастин, аһалиниң пикир-тәклиплирини вә дил қетидики арзу-тиләклиридин хәвәрдар болуш имканийити туғулди. Бу болсиму, тәһрират хадимлириниң оқурмәнлиримизгә арам бәрмәй келиватқан айрим мәсилиләрниң иҗабий һәл қилинишиға түрткә болди. Мана мошундақ гезит билән гезитхан оттурисидики алақини мустәһкәмләштики Җамалдин Насировниң әҗрини тилға алмай мүмкин әмәс. Буниңдин ташқири, у бийил Қазақстан хәлқи Ассамблеяси жили даирисидә елимиз һаятида нишанланған шанлиқ сәнәләрни хәлиқ арисида тәрғип қилиш мәхситидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси һәм Уйғур театри вә «Уйғур авази» гезитиниң қоллап-қувәтлиши билән уюштурулған «Разимәнлик карвининиң» Талғир наһийәсидики паалийәтлиригә йеқиндин арилишип, амма арисида тәшвиқат ишлирини жүргүзүштә алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтти. Жуқурида тәкитләнгән учришиш, баш қошушлардин шундақ хуласә чиқиришқа болидуки, шу җайлардики мәдәнийәт мәркәзлири, йәрлик жут активистлири билән жигитбашлириниңму актив паалийәт елип бериватқанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Мәсилән, Қизил Туғ йезисида гезитниң тарқилиш мәсилиси анчила яхши болмиғанлиғи түпәйли, әгәр һәммә иш өз йолида болса, кейинки жилдин башлап бу вәзипини шу йәрдики милләтпәрвәр инсанлар һәқсиз атқурушқа тәйяр екән. Әлвәттә, «кам йәрни толтуруш» мәхситидә җанкөйәрлиримизниң көрситиватқан бу җанпидалиғи бизни хошал қилмай қалмиди. «Җүжини күздә сана» демәкчи, наһийәниң баш жигитбеши Җамалдин Насировниң һәмкарлиғида әмәлгә ашурулған ишлар қандақ нәтиҗә бериду, уни йеңи жилда билидиған болимиз.

Мәшүр САСИҚОВ.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы