• Хәйрихаһлиқ
  • 14 Қаңтар, 2016

Йеңижиллиқ соға вә йеңи оқутуш системиси

Йеқинда «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фондиниң уюштуруши билән Алмута шәһириниң Заря Восток мәһәллисидә вә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай һәм Қаратуруқ, шундақла Уйғур наһийәсиниң Кичик Ақсу вә Ғалҗат йезилиридики тәминати төвән 32 аилиниң һәрбиригә 25 килограмм ун, 10 килограмм гүрүч, 5 литр май, 10килограмм қәнт вә башқиму озуқ-түлүкләр тарқитилди. Тәкитләш лазимки, мәзкүр фондниң ушбу хәйрихаһлиқ паалийитигә милләтпәрвәр инсан Һезим Исламовниң тәшәббуси билән қурулған ғалҗатлиқлардин тәркип тапқан «Ана жут» фондиниң әзалириму йеқиндин яр-йөләк болди. Хәйрихаһлиқ мәхситидә йәткүзүлгән озуқ-түлүкни Ғалҗат йезисида тарқитиш мәрасимиға йеза округиниң һакими Мәрүпҗан Мәмиров, жигитбеши Махмут Турдиев, йезилиқ Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Аман Аралбаев вә «Ана жут» фондиниң әзалири қатнашти. Униңда дәсләп фондниң рәиси Алимҗан Тиливалди һәм иҗраий мудири Музәппәр Зайитов сөзгә чиқип, мәзкүр чарә-тәдбир адәмләр арисида бир-биригә болған меһриванлиқни ойғитиш вә шу арқилиқ яш әвлат вәкиллирини изгү ишларға дәвәт қилиш мәхсәт қилинғанлиғини тәкитләп, бу ишларни әмәлгә ашурушта өзлиригә һәмдәм болған барлиқ шәхсләргә миннәтдарлиғини билдүрди һәм йеза һакимиға хатирә соға тапшурди. Өз новитидә, Мәрүпҗан Мәмиров  ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә қол учини сунуп келиватқан фонд рәһбәрлиригә жут намидин рәхмитини изһар қилди.

***

Мошу йәрдә шуни қошумчә қилиш керәкки, бу күни ушбу хәйрихаһлиқ паалийәтләрниң давами «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фонди тәрипидин елан қилинған онлайн уйғур синипи (интернет тори арқилиқ оқутуш) билән болған учришишқа берип улашти. Униңда Музәппәр Зайитов  тиришип оқуватқан үч оқуғучиға ноутбук тәғдим қилди. Мәлумки, қәйт қилиниватқан онлайн уйғур синипиниң Ғалҗат вә Маливай йезисида ечилғиниға бир жил болди. Бу йеңи оқутуш системисиниң шәкиллинишидә җәнубийкореялик вә голландиялик мутәхәссисләр көп күч чиқармақта. Кореялиқлар билән голландияликләр уйғурларниң дәстихинидин дәм тартип, оқуғучиларға өз соғилирини һәдийә қилди. Һазир мәктәп оқуғучилири үч пән бойичә йәни өзини өзи тонуш, ана тил (бир мәтинни үч хил һаләттә тез оқуш) вә математика (әқлий математика) пәнлирини чоңқур үгиниватиду. Әнди уйғур тили бойичә алаһидә һәрхил оқуш қураллири тәйярлинип, йеңи услублар билән оқутуш тәвсийә қилинди. Фонд тәрипидин дөләт вә инглиз тилини үгиниш бойичә йеңи оқутуш қураллирини тәйярлашму җиддий қолға елинди. У күни чәтәллик устазлар оқуғучилардин математика бойичә билимини тәкшүрүп, буниңдин кейин улардин Интернет тори арқилиқ емтиһан елип туруш тәкливини бәрди. Устазлар бу қетим өз шагиртлирида хелила илгириләшниң барлиғини байқап, уларниң ата-анилириға пәрзәнтлириниң һәртәрәплимә пухта билим елишиға шараит яритип беришини илтимас қилди. Ахирида жирақтин кәлгән меһманлар уйғур хәлқиниң алаһидә меһмандостлуғини ипадилигән ғалҗатлиқ саһипханлар әр-аял Бәхитҗан Сопиев билән Алийәм Абдуллаеваға рәхмитини ейтса, жут турғунлири бүгүнки ихтисадий-малийәвий боһранға қаримай, еғирини йеник, жириғини йеқин қилған барлиқ шәхсләрниң ишиға утуқ тилиди.

Мәшүр САСИҚОВ.

Уйғур наһийәси.

747 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы