• Яднамә
  • 21 Қаңтар, 2016

Жутниң қәдирлик мөтивәри еди

Туғулған жутумиз Яркәнттиму яхшилар қатари азийип кетиватқандәк туюлиду маңа. Шуларниң бири, чоң жутниң қәдирлик мөтивәри Кевир ака Кәримовниңму аләмдин өткинигә қириқ күн болуп қалди. У мән билидиған яхшиларниң яхшисидин еди: көңли ақ, дили пак, кәмтар, дилкәш, ишләмчан, әл ғеми билән мәдәнийитимиз үчүн җанкөйдүридиған акимиз болидиған. Буни мән «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш җәриянида чоңқур һис қилған. Кевир ака гезитимизниң турақлиқ оқуғучисила әмәс, жигитбеши сүпитидә униң һәқиқий җанкөйәридин болди. Қәрәллик мәтбуатқа йезилиш мәвсүми башланғанда маңа пат-патла телефон қилип, «Абдукерим, квитанцияңиз билән бүгүн чоқум йетип келиң, коча арилаймиз» дәп өйидә мени күтәтти. Әр-аял иккиси толиму меһмандост инсанлардин еди. Ғиза үстидә муңдишип, сирдишаттуқ. Андин ташқириға чиқиш алдида бир болақ ахчини селивалаттидә, «Бәзиләр қувлуқ қилип, гезитқа йезилмаслиқниң һәрхил сәвәплирини ойлап тапиду, «бүгүн ахчимиз болмай туриду, әтә-өгүн сөзсиз йезилимиз, Кевир ака», дәп йолға салиду. Ундақларға дәрру өз ахчамни берип, гезитқа йезиветишимиз керәк. Андин ахчини маңа қайтурмай нәгә бариду, дәйсиз, ука» дәп кочиға чиқип, өйму-өй арилаттуқ. Һәқиқәттиму әшундақ сәвәпләрни тапқан адәмләрни хелә учритаттуқ Кевир акиниң бу усули шундақ кишиләрни чоқум «қилтаққа» чүширәтти. Шу түпәйли у башқурған шәһәрдики «Базар» мәһәллисиниң уйғур аилилири «Уйғур авазиға» толуқ дегидәк муштири болуп, алдинқи орунни егиләтти. Кевир ака Кәримов 1927-жили Яркәнт шәһиридә туғулған. Униң балилиқ вә яшлиқ чағлири еғир жилларға дуч кәлгәчкә, һаятниң һәрян атқан долқунлирида чиниқти, турмушқа пишти. Уруш овҗ алған 1942-жили йәттә жиллиқ мәктәпни пүтәргәндин кейин әмгәккә арилишишқа мәҗбур болди, шәһәрдики санаәт комбинатиға ишқа орунлишип, һүнәр үгинип, пийма басти. Андин МТС йенидики механизаторларни тәйярлайдиған курста оқуп, «Октябрьниң 40 жиллиғи», Киров вә Калинин намидики колхозлирида ишлиди. Ахирқи жиллири Калинин намидики колхоз рәисиниң техника бойичә орунбасари, баш инженер, кейин ишләпчиқириш участкисиниң башлиғи хизмәтлирини атқуруп, егилик ихтисади вә мәдәнийитиниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссисини қошти. У 1989-жили Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизини тәшкил қилғучиларниң биридин болуп, дәсләп мәркәз рәисиниң орунбасари, униң йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси вәзипилирини үлгилик атқуруп, мәркәз паалийитини яхшилашқа мунасип үлүшини қошти. 1993-жили «Базар» мәһәллисиниң турғунлири һаятий тәҗрибиси мол Кевир ака Кәримовни йәкдиллиқ билән өзлиригә чоң жигитбеши қилип сайлиди. У ишини жут адәмлириниң әһвали билән тонушуштин башлиди, өйму-өй кирип аилә әһвалидин хәвәрдар болди, тәләп-еһтияҗлирини билди, инақлиғини, активлиғини яхшилаш йолида тәр төкти. Шундақ қилип, һәммини жутдарчилиқ ишлирини изчиллиққа селишқа сәпәрвәр қилалиди. Нәтиҗидә «Базар» мәһәллиси турғунлириму нәмунилик әнъәниләрниң тәшәббускарлири сүпитидә мәйданға чиқти. Үлгилик ишлири, әнъәнилири башқа мәдәнийәт мәркизи, ақсақаллар вә ханим-қизлар кеңәшлириниң рәһәрлири билән келишилгән, уларниң ярдимигә таянған һалда әмәлгә ашурулди. Мундақ ейтқанда, униң бу миннәтсиз, һәқсиз вәзипини үзлүксиз атқуруш арқилиқ «Базар» мәһәллиси җамаәтчилиги һәммә җәһәттин алдинқи сәптә болди. Шу жиллири Кевир акиниң намиға ейтилған яхши гәп-сөзләр аз болмиди. Шундақла униң шәһәрниң төвинидики харабилиққа учриған кона қәбирстанлиқни тазилаш, рәткә кәлтүрүш, қоршаш ишлириғиму баштин-аяқ қатнишип, соваплиқ ишқиму тәр төкти. Буни яркәнтликләр яхши билиду. Униң ярқин қияпити жутдашлири хатирисидә мәңгү сақлиниду.

Абдукерим ТУДИЯРОВ.

280 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы