• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қаңтар, 2016

Мәҗлис вәзиписини Сенат орунлайду

Өткән пәйшәнбә күни Парламент Сенатиниң спикери Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә палатиниң мәҗлиси болуп өтти.Сенат рәиси мәҗлисни ечип, сенаторларниң диққитини Дөләт рәһбириниң бәшинчи қетим сайланған Парламент Мәҗлисиниң вакалитини тохтитиш вә новәттин ташқири Парламент Мәҗлиси һәм барлиқ дәриҗиләрдики мәслиһәтләр депутатлириниң сайлимини өткүзүш тоғрилиқ Пәрманиға бағлиқ жуқарқи палата алдида туруватқан вәзипиләргә ағдурди. Конституциягә мувапиқ, Мәҗлис вақитлиқ болмиғанда Парламентниң қанун чиқириш вәзипилирини Сенат әмәлгә ашуриду. Спикерниң тәкитлишичә, мундақ шараитта Сенат Һөкүмәт билән қоюқ өзара һәрикәт қилип, Дөләт рәһбириниң Милләт планини қануний тәминләш бойичә җавапкәрлик ишни әмәлгә ашуриду. Қасым-Жомарт Тоқаев жуқарқи палата депутатлириниң җәмийәт һәм дөләтниң турақлиқ тәрәққий етиши үчүн муһим қанунларни қобул қилишта өзлириниң пүткүл һаятий тәҗрибисини вә чоңқур билимини сәрип қилидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Мәҗлис давамида Сенат депутатлири башқиму бирқатар муһим мәсилиләрни қариди. Бехәтәрлик күзитидә Дөләт рәһбири Миллий бехәтәрлик комитетиниң рәиси Владимир Жумақановни қобул қилди. Учришиш давамида Комитетниң еқимдики паалийити вә алдики вақитқа бәлгүләнгән вәзипиләр муһакимә қилинди. Җүмлидин терроризмға, экстремизмға қарши туруш вә дөләт чегарилирини қоғдаш мәсилилири тоғрилиқ гәп болди. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

634 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы