• Билим беғиниң бағвәнлири
  • 04 Ақпан, 2016

Көкталлиқ устазлар

Устаз кәспи һазир унчивала әтивалимиғанлиғини билән, өз дәвридә уларға дегән иззәт-еһтирам вә һөрмәтниң алаһидә жуқури болғанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Өз кәспигә садиқ инсанлар һәққидә гәп қозғалса, көкталлиқ уйғурлар муқәррәр рәвиштә пүткүл аңлиқ һаятини билим бериш саһасиға беғишлиған әр-аял Коммунар Баратов билән Саламәт Йүсүпованиң исмини пәхирлиниш илкидә тилға алиду. Чүнки бу әр-аял устазлар өткән әсирниң 70 — 80-жиллири ана жути Көктал йезисида уйғур синиплириниң ечилишиға көп күч қошқан милләтпәрвәр инсанлардин болуп һесаплиниду. Мақалә қәһриманлири билән йеқин тонушлуғум болмисиму, уларни яхши билидиғанлар арқилиқ йүзлигән шагирт қәлбигә билим уруғини сепип, жутдашлириниң һөрмитигә сазавәр болған мәрипәтчиләрниң һаят йолидин хәвәрдар болдум. Мәлум болушичә, Коммунар ака билән Саламәт һәдә таллиған кәсиплиригә кичигидин ашиқ болуп һәм шу саһа мутәхәссиси атилиш йолида еринмәй издәнгән екән. Саламәт Йүсүпова әсли қизилғәйрәтлик. Шу йезидики оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин Талғир шәһиридики сода, кейинирәк Яркәнт педагогика училищесида тәһсил көридудә, әмгәк паалийитини Тәшкәнсаз йезисидики билим дәргаһида башлайду. Өмүрлүк җүпти Коммунар Баратов биләнму Яркәнт шәһиридә тонушуп, аилилик болиду. Расти шуки, мени уларниң тәрҗимиһали әмәс, бәлки билим бериш саһасида хизмәт қилиш мабайнида аһалиниң көп қисмини уйғурлар тәшкил қилидиған Көктал йезисида уйғур синиплирини ечиш йолида көплигән қийинчилиқларға дуч кәлсиму, өз мәхсәтлиригә йәткәнлиги қизиқтурди. Әр-аял устаз өйму-өй арилап, чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, 1988-жили мәзкүр йезида уйғур синипини ачиду. Тәкитләш керәкки, бу мәсилидә уларға қарши чиққанлар болсиму, һәр һалда қоллап-қувәтлигәнләрму тепилди. Әйнә шундақ инсанларниң ярдими вә өзлириниң тиришчанлиғи түпәйли уйғур синиплири ечилғанда, устазларниң бешиға йәнә бир «қайғу» чүшти. У болсиму синипларға қобул қилинған оқуғучиларға билим беридиған алий билимлик муәллимләрниң йетишмәслигидур. Тәдбирчан, бир-бириниң ойини бир қаришидин дәрһал чүшинидиған әр-аял устазлар бу мәсилини вә дәрисликләр проблемисиниму иҗабий һәл қилалиди. Буниңдин ташқири, бәзи пәнләр бойичә өзгә тиллардики китапларни тәрҗимә қилип, дәрисләрниң пухта өткүзүлүшигә шараит яратти. Әлвәттә, бу ишларниң һөддисидин пәқәт өз кәспигә садиқ вә униңға чин дилидин берилгәнләрла чиқалиса керәк. Әпсуслинарлиғи, әйнә шу милләтпәрвәр устазларниң тинимсиз әҗри түпәйли ечилған уйғур синиплири һазир йоқ, аллиқачан йепилип кәткән... Һаятини маарип саһасиға беғишлап, өзлиригә хас из қалдурған устазларниң җапалиқ әмгиги мунасип баһаланди, дәп ишәшлик ейталаймиз һәм буни наһийәлик яки вилайәтлик билим бериш бөлүмлири тәрипидин берилгән һәрхил мукапатлар билән Пәхрий ярлиқлардин көрүшкә болиду. Һә, улар һаят мусаписидә атқурған ишлирини һечқачан бирәр мукапат үчүн қилмиғанлиғи, бәлки қисмән болсиму миллий тәрәққиятимизға төһписини қошушни истигәнлиги һәқиқәт. Пешқәдәм устазлар һазир заманға лайиқ тәрбийиләнгән төрт пәрзәнди билән нәврилириниң хошаллиғиға ортақлишип, һаят кәчүрмәктә. Улар һелиму миллитимизгә мунасивәтлик җамаәтчилик ишлиридин чәттә қалған әмәс. Мәсилән, миллий нәширлиримизгә җәмийәтлик асаста муштири топлиғучиларға йеқиндин яр-йөләк болуп келиватиду. Бу күнләрдә пешқәдәм устазларниң аилә қурғиниға 45 жил болса, ушбу аилиниң ғәмгүзари Саламәт һаҗим Йүсүпова 70 яшлиқ тәвәллудини тойлаватиду. Мәрипәт беғиниң бағвәнлиригә әң алий тиләклиримизни билдүрүп, уларға хатирҗәмлик, бәхит-саадәт тиләймиз. Мәшүр САСИҚОВ.

377 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы