• Гезитхан пикри
  • 04 Ақпан, 2016

Бизгә миллий мирасгаһ керәк

Лондондики Британия мирасгаһини билмәйдиғанлар кам болса керәк. У дуниядики әң жирик мирасгаһларниң бири болуп һесаплиниду. Мирасгаһни бәрпа қилиш 1753-жили қолға елинип, 1759-жили пайдилинишқа берилгән. Бүгүнки күндә дәсләпки җамаә сәнъитиниң, қедимий антик мәдәнийити вә сәнъитиниң, оттура әсирләрдики Европа вә Шәриқ сәнъитиниң, Африка, Америка, Океания сәнъитиниң ядикарлиқлири бойичә дунияда униңға тәң келидиған мирасгаһ йоқ. Шәриқ җәмийити вә этнографиясигә беғишланған залдин өз вақтида инглиз сәяһәтчилири билән алимлири Шәрқий Түркстандин елип кәлгән әтиқиләрни көрүшкә болиду. Бу мирасгаһниң пәйда болуш тарихи қизиқ. Хенс Стоун исимлиқ врач яйма базарлардики кона сүрәт, гравюра, қолязма, керамика, тәңгә вә медальларға қизиқип, көңли тартқанларни сетивалиду. Жиллар өтүп, униң коллекциясиниң көләми һесапсиз өсиду һәм униң даңқи чиқиду. Йоруқ дуния билән хошлишиш алдида у бай коллекциясини дөләткә тапшурмақчи болиду, амма бир шәрт қойиду – униң икки қизини дөләт өз ғәмхорлуғиға елиши керәк. Тегишлик шәхсләр король Георг Vкә бу тоғрилиқ хәвәр қилғанда, ғәзнидә пул болмай қалиду. Шу вақитта король лотереяни ойлап чиқиду һәм униңдин чүшкән пулға Британия мирасгаһиниң һазирқи бенаси қәд көтириду Мәлум рәвиштә Британия мирасгаһиниң тарихини Москвадики Третьяков галереяси тәкрарлайду. Әслидә XVIII әсирдин тартип Третьяковлар әвлади тоқумичилиқ билән шуғуллинатти. Уларниң арисидин чиққан Павел Третьяков 1856-жилдин башлап, мой қәләм реалистик сәнъитиниң әсәрлирини топлайду вә уларниң арисидики әң истедатлиқ рәссамларни маддий җәһәттин қоллап келиду. Жиллар өтүши билән Павел Михайлович интайин бай коллекциягә егә болиду. 1892-жили уларни Москва шәһиригә соға қилиду. Буниңдин хәвәр тапқан падиша Николай ІІ униңға пәхрий унван бериду. Мирасгаһ экспонатлири Третьяковниң өйидә сақлинип келивататти. Бу мирасгаһ үчүн тарлиқ қилатти. Шуңлашқа 1902-жили коллекционерниң өйи мәшһур рус рәссами В.М. Васнецовниң лайиһиси бойичә кәңәйтилиду. Әлвәттә, мәбләғ хәлиқтин жиғилиду. Һазир Третьяков галереясидә XI — XVII  әсирләрдики қедимий рус икона мой қәлими, XVIII вә XX әсирләрниң башлиридики рус мой қәлими, һәйкәлтараш, графика, кеңәш дәвридики устилар әсәрлири сақлинип кәлмәктә. Хенс Стоунму, Павел Третьяковму тарихий рәсимләр, китап вә башқиларға ишқиваз болғанлиқтин, шуларни жиғип, әҗайип бай коллекциягә егә болиду вә һәрбири өз саһаси бойичә даңлиқ антикварлар сүпитидә йетилип чиқиду. Буларни король вә падиша етирап қилиду. Өткән жилниң ахирида А.Қастеев намидики Дөләт сәнъәт мирасгаһида «VII — XIX әсирләрдики уйғурларниң хәлиқ сәнъити» көргәзмиси ечилди. (Бу тоғрилиқ гезитимизда йезилған). Миллитимиз хәлиқ сәнъитини тилға елишниң өзи һәм униң тарихини VII әсирдин башлап сақлинип келиватқан экспонатлар билән намайиш қилиш, растлиғини ейтқанда, ишәнгүң кәлмәйдиған бир мөҗүзидур. Бу мөҗүзини шу күни мирасгаһқа кәлгәнләргә һәдийә қилған шәхс — хәлқимиз арисидин йетилип чиққан мәшһур антиквар Азат Һекимбәк. Азатниң келип чиқиши — Веливай Йолдашев билән Һекимбәк ғоҗамға мунасивәтлик. Биз Веливайни рус падишаси қобул қилғанлиғини, шундақла орден билән мукапатлиғанлиғини билимиз. Һекимбәк ғоҗамни пүтүн Или тәвәси етирап қилатти. Уларниң әвладиниң даңқи болса, әҗдатлириниң шан-шөһритидинму ешип чүшүп, йәр шаридики нурғунлиған әлләргә мәлум болди. 1977-жилдин тартип та 2015-жилғичә илгәрки СССР тәркивидики барлиқ җумһурийәтләрдә, шундақла Түркия, Япония, Франция, Венгрия, Швейцария вә Италиядә униң экспонатлириниң 64 көргәзмиси болуп өтти. А.Һекимбәкниң бу әмгәклири Қазақстанда жуқури баһаға егә болди. У иккинчи дәриҗилик «Барыс» ордениниң кавалери, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби аталди. Азатниң тарихий нәрсиләргә қизиқиши китаплардин башлиниду. У һәрбий хизмитини өтәватқан Тобольск шәһириниң йенидики қисимда, униңдин башқа йәнә 29 уйғур жигити өз вәзипилирини ада қиливататти. Уларниң һәммиси тарихий вәтинимиздин чиққанлиқтин, һечбири рус тилини билмәтти. Азат мәлум рәвиштә уларға тәрҗиманлиқ қилатти һәм көп вақитта өз жутдашлирини клубқа яки китапханиға жиғатти. Шу орунларда у һәрбий қисим командириниң сәясий ишлар бойичә орунбасари А.Бабийдин алған көрсәтмиләрни жигитләргә йәткүзәтти. Тарихтин яхши хәвәрдар болған Бабий уйғур жигитигә Ғәрбий Сибирьниңму, шу җүмлидин Тобольск шәһириниңму өтмүштә уйғурларға мунасивити болғанлиғини, уйғур содигәрлириниң мошу тәвәниң хени Кучум, униңға қарши уруш жүргүзгән рус казаклириниң атамани Ермак билән алақида болғанлиғи тоғрилиқ қизиқ һекайиләрни ейтип берәтти. А.Бабийниң сөзигә қариғанда, һазирму Тобольскта шу уйғур содигәрлириниң бирәр-йерим әвлатлирини тепишқа болатти. Азатниң сөзигә қариғанда, у шәһәрдики дуканларниң биригә бояқ издәп киргәндә, уйғурға йеқин бир милләтниң тилини аңлап қалиду. Өзиниң уйғур екәнлигини тонуштурғанда, дукандикиләр уни өйигә тәклип қилиду. Адәттики русларниң өйи. Амма тамдики кона гиләмләрдин уйғур жигитини көргән уларни өз өйидикиләргә охшитиду. Өй егисиниң гиләмниң әвлаттин-әвлатқа өтүп келиватқанлиғидин хәвәрдар болсиму, амма қачан вә кимдин қалғанлиғини билмәйдекән. Мошуниң өзи Азатқа һәрбий қисимниң бай китапхансидин уйғурларға бағлиқ мәлуматларни издәшкә түрткә болиду. ...Бүгүнки күндә Азат Һекимбәк Қазақстанғила әмәс, дунияға тонулған коллекционер. У шундақла «Невада-Шәмәй» Хәлиқара ядро синақлириға қарши һәрикити иҗраий комитетиниң рәиси, йәни көрнәклик җәмийәт әрбаби. Униң һамийлиқ паалийитиму һәммигә мәлум. Азат бу қетим өзиниң коллекциясини Дөләт мирасгаһиниң 500 квадрат метрдин ибарәт әң чоң залида намайиш қилди. Антикварниң буларниң һәммисини қандақларчә топлап, қәйәрдин алғанлиғиға тәәҗҗүплинисән. Һалбуки көч-көч дәвридә өз жутидин айрилғанлар, ойлаймәнки, йолға атланғанда, пәқәт әң керәклик нәрсилиринила алған. Җүмлидин алтун-күмүч буюмлири, айримларда гиләмләр болуши мүмкин. Дехан әҗдатлиримиз бурунқи заманларда йәргә ишләткән техникисиға, японлар XVII әсирдин башлап барлиққа кәлтүргән Нэцкэ сәнъитиниң биздә хелила илгири қаш тешидин ясалғанлиғиға, ханим-қизлиримизниң мончақ-марҗанлири вә кийимлиригә, там мой қәлими сүрәтлиригә, бенакарлиқтики үлгиләргә немә дейишкә болиду? Мән бу йәрдә пәқәт өзәмни һәйран қалдурған экспонатларғила тохтилип өттүм. Мени мошундақ байлиқни сақлайдиған мирасгаһниң йоқлуғи әпсусландуриду. Бу һәққидә Азат билән узақ гәпләштим. Униң сөзигә қариғанда, буниң үчүн кам дегәндә 1500 – 2000 кв. м. зал керәк екән. Мошуниңға қарап антикварниң қолида қанчилик байлиқ сақлиниватқанлиғини биливелиш тәс әмәс. Коллекцияни, униңдики һәрбир экспонатни сақлаш үчүн тегишлик температура керәк. Азат болса, қолида бар байлиқни мошу кәмгичә қанчилик қийинчилиқлар билән сақлап келиватқанлиғини пәқәт өзила билиду һәм уларниң келәчиги һәққидә интайин тәшвишлиниду. Һазирқи ихтисадий боһран қанат йейиватқан пәйттә дөләткә мураҗиәт қилишниң орни йоқ. Һазир бизниң тиҗарәтчилиримиз нурғунлиған хәйрихаһлиқ ишлирида өзлирини көрсәтмәктә. Кишиләр бешиға еғир күн чүшкәндә, уларға ярдәмгә көпчиликни сәпәрвәр қилған бизниң жигитбашлиримиз бар. Милләтпәрвәр яшлиримизму йетәрлик. Миллий мирасгаһни барлиққа кәлтүрүш пүтүн хәлиқниң иши болғанлиқтин, ойлаймәнки, һечбир уйғур буниңдин чәттә қалмайду. Иккинчи тәрәптин, миллий уйғур мирасгаһи уйғурларниң миллий мәркизигә айлинатти. Язғучилиримиз, алимлиримиз дуниядин өткәндин кейин уларниң қанчилик китаплири йоқап кетип бариду. Мирасгаһта китапхана ечишқа, өзимизниң чарә-тәдбирлиримизни өткүзүшкә, меһманларни қарши елишқа болатти. Қазақстандики хәлқимиз сани аллиқачан 300 миңға йәтти. Буларниң йеримиға йеқини Алмута шәһиридә яшайдекән. Шундақ екән, миллий мирасгаһни барлиққа кәлтүрүш һәрбир уйғурниң муқддәс борчи әмәсму? Азат Һекимбәк бизни, өз хәлқиниң тәғдирини ойлап, келәчигимизни көз алдиға кәлтүргән һалда шунчилик байлиқни топлиған. Әнди биз шуниң аста-аста чирип, йоқап кетишигә бепәрва қарап туримизму яки сақлап қелишқа һәрикәт қилимизму? А.Һекимбәкниң көргәзмисидин кейин мениңдә әйнә шундақ пикирләр пәйда болди. Һөрмәтлик гезитханлар, силәр буниңға немә дәйсиләр?..

Рабик ИСМАЙИЛОВ.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы