• Йеңилиқлар
  • 04 Ақпан, 2016

Гражданлиқ сот ишиниң йеңилиқлири

«Гражданлиқ ишларни қараш тәртиви җәриянға қатнишиватқан тәрәпләр үчүн қолайлиқ вә тез болуши керәк».

Н.НАЗАРБАЕВ.Үстимиздики жилниң 1-январидин башлап йеңи Гражданлиқ процессуал кодекс күчигә кирди. Кодексқа аддий хәлиқниң бу җәриянға қолйетимликлигини, сот ишиниң оңайлиғини вә тез өтүшини тәминләйдиған муһим йеңилиқлар киргүзүлди.

Гражданлиқ кодексқа киргүзүлгән асасий өзгиришләр ишни сот җәрияниғичә тәйярлаш басқучини өз ичигә алиду. Бу басқучта һәл қилинидиған мәсилиләр даириси кәңәйтилди. Шуниң ичидә қарилидиған ишни сот җәрияниға тәйярлаш қәрәли узартилди. Әнди келип чүшкән әризини инавәтсиз қалдуруш әһваллири мәнъий қилинди. Ишни сот җәрияниға тәйярлаш қәрәли он бәш күнгичә узартилди. Әгәр қарилидиған иш җиддий болса, бу қәрәл йәнә бир айға узартилиши мүмкин. Тәкитләш лазимки, йеңи Гражданлиқ кодекста келишиш җәриянлириға алаһидә көңүл бөлүнгән. Бу җәриянниң аһали арисида аммибаплиғини ашуруш үчүн, әгәр тәрәпләр бир келишимгә кәлсә, дөләткә төлигән банк селиғи қайтурулиду (дәсләпки вә аппеляция басқучида барлиқ мәбләғ, кассациялик басқучта болса — 50 пайизи). У тәрәпләрни келишишкә мәнпийәтдар қилиду. Медиацияни тәрәққий әткүзүшниң, сотта  қарилидиған ишларниң санини қисқартишниң вә альтернатив услубларни киргүзүшниң муһимлиғи тоғрилиқ Дөләт рәһбири судьяларни VI қурултайда алаһидә тәкитлигән. Бу саһадики ислаһатниң асасий йөнилиши – һөкүм чиқиришни үч звенолуқ системиға өткүзүш арқилиқ сот орунлирини оптималлаштуруш болуп һесаплиниду. Бу қобул қилинған қарарниң күчигә киришини чапсанлитиду һәм һөкүм чиқиришниң нәтиҗидарлиғини ашуриду. Әгәр тәрәпләр сот қарариға нарази болса, апелляциягә мураҗиәт қилиш имканийити пәйда болиду. Әнди тәрәпләр аппеляция қарари билән келишмисә, йеңи Гражданлиқ кодекс ишни кассациялик басқучта қарашқа мүмкинчилик бериду. Бу йәрдә йениклитилгән җәриянда һөкүм чиқирилған, лекин өзара келишилмигән болса вә медиация тәртиви бойичә һәл қилинса, иш қаралмайду. Йеңи Гражданлиқ кодекс адил һөкүм чиқиришқа қолйетимликни ашуриду. Чүнки апелляция тәртивидә қаралған иш үчүн дөләт баж селиғини төләш шәрт әмәс. Шундақла апелляция вә кассациялик тәртиптә прокуратуриға наразилиқ әризиси йолланғанда дөләт баж селиғи төләнмәйду. Апелляциялик әризә бериш қәрәли он бәш күндин бир айғичә узартилди. Тәкитләш лазимки, йеңи Гражданлиқ кодекс йеңи әхбарат технологиялирини кәң пайдилинишни көздә тутиду. Әнди Қазақстан Җумһурийити Алий Сотиниң электронлуқ портали арқилиқ әризиләрни бериш мүмкинчилиги бар. Шундақла сот мәҗлислирини аудио-видео тиркәш, видеоконференция алақиси арқилиқ өткүзүш, сот җәриянини электронлуқ жүргүзүш, тәрәпләрни алақиниң һәрхил васитилири арқилиқ агаһландуруш шараитиму яритилди. Кодекста прокурорниң сот җәрияниға мәҗбурий қатнишишиму чәкләнгән. Прокурор сот җәрияниға дөләт вә җәмийәт мәнпийәтлири һимайә қилинғанда һәм өзини-өзи һимайә қилиш мүмкинчилиги йоқ гражданлар қатнашқандила арилишиши мүмкин. Шундақла сот яки прокуратура қарар чиқарғанда прокурор сот җәрияниға қатнишиши лазим.

Бәхтишат МӘХПИРОВ,

Алмута шәһәрлик сотиниң судьяси.

400 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы