• Билип қоюң
  • 11 Ақпан, 2016

Телефонда сөзлишиш мәдәнийити

Телефонда сөзлишишниң өзи адәмдин жуқури мәдәнийәтни тәләп қилиду. Шуңлашқиму бу мәсилидә биз төвәндики қаидиләргә әмәл қилишимиз керәк.Телефон алақиси теҗәмлик һәм қисқа болуши керәк. Мундақ қилғанда сиз исрапчилиққа йол қоймайсиз һәм сөһбәтдишиңизниң вақтини алмайсиз. Телефонда жуқури авазда яки вақирап  сөзлишиш —  әдәп-әхлаққа ят иш. Бирәвигә телефон қилғанда, алди билән иллиқ саламлишип, қисқичә әһвал сораш лазим. Ундақ пәйттә «Сән нәдә?», «Мени тонидиңму?», «Мән ким?» дегән соалларни қоюш — мәдәнийәтсизлик. Биригә телефон қилғиниңизда, у тәрәп өчиривәтсә яки алмиса,  дәрһал униң тоғрилиқ сәлбий пикригә кәлмәң. Чүнки у қолайсиз әһвалда, жиғинда яки дәристә болуп қелиши мүмкин. Бирәси билән хәвәрләшмәкчи болсиңиз, униң үчүн мувапиқ вақит таллашни билиң. Болупму йерим кечидә яки арам елиш пәйтидә телефон қилиштин өзиңизни тартиң. Бирилиригә һәзиллишиш мәхситидә яки хаталишип телефон қилиштинму авайлаш лазим. Театрда, жиғин-мәҗлисләрдә вә башқиму муһим аммивий чарә-тәдбирләрдә телефониңизни өчирип қоюш яки үнини еливетиш әқилгә мувапиқтур. Бирлири телефонда сөзлишиватқанда гепини аңлаш, рухсәтсиз бирәвиниң телефонини ахтуруш, учурларни оқувелиш әхлақсизлиққа ятиду. Автомобиль рулида олтарғанда телефонда сөзлишиш мәнъий қилиниду. Чүнки у келишмәсликкә елип келиши мүмкин.

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы