• Иҗтимаий мәсилә
  • 11 Ақпан, 2016

Хизмәт сүпити ешип, хәлиқ саламәтлиги яхшилиниду

Һәрқандақ дөләтниң тәрәққий етип гүллиниши, йетәкчи әлләрниң қатаридин орун елиши, биринчи новәттә, шу мәмликәт аһалисиниң билим дәриҗисигә, саламәтлигигә бағлиқ екәнлиги талашсиз. Қазақстан Җумһурийитидиму мошу саһаларға асасий диққәт бөлүнүп, улар дөләт сәяситиниң әң муһим йөнилиши болуп һесаплиниду. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев оттуриға қойған Милләт планидиму мәзкүр саһалар асасий орунни егиләйду. Әнди өткән жилниң ахирида болса, Президент мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисини җарий қилишни көздә тутидиған қанунни имзалиди. У 2017-жили 1-январьдин етиварән күчкә кириду. Әйнә шуниңға бағлиқ тәһриратимизға инсан балисиниң әң чоң байлиғи – униң саламәтлигигә мунасивәтлик болған мәзкүр һөҗҗәтниң айрим қаидилиригә чүшәнчә бериш илтимаси билән көплигән гезитханлиримиз мураҗиәт қилди. Бизму төвәндики мақалимизда илгәрки жиллардикидәкла бизгә садиқ болуп қалған муштирилиримизниң немә үчүн мәзкүр системиниң җарий қилинғанлиғи, йеңи қанунға мувапиқ аһалиға медицинилиқ хизмәт қилишниң қандақ әмәлгә ашурулидиғанлиғи тоғрилиқ соаллириға вә  уларни ойландурған  бирқатар мәсилиләргә қисмән болсиму чүшәнчә беришни мәхсәт қилдуқ. Шундақ қилип, мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш (МИМҒ) системиси қандақ мәхсәтләрни көздә тутқан һалда җарий қилинди? Мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисини җарий қилиш – мәмликәт Президенти Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси вә у «Бәш институционал ислаһатни әмәлгә ашуруш бойичә 100 ениқ қәдәм» Милләт планиниң бир қисми болуп һесаплиниду. Тәкитләш керәкки, бу мәмликәт үчүн наһайити муһим  иҗтимаий ислаһат. Униң шундақ екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисиниң маһийитигә чөкүп көрәйли. Биринчи новәттә бу – аһалини медицинилиқ хизмәтләргә кетидиған хелә көп хираҗәтләрдин қутулдуруш капалити, жуқури медицинилиқ хизмәт сүпити, медицинилиқ хизмәт қилиш системисиниң малийәвий турақлиқлиғи вә нәтиҗидарлиғи. Әң муһими, у аһалиниң медицинилиқ хизмәттин пайдилиниш дәриҗисини яхшилайду. Әнди һәм дөләтниң, һәм иш бәргүчиниң, һәм хадимниң саламәтликни сақлаш саһасини мәбләғ билән тәминләшкә тәң қатнишиши мәзкүр системиниң асасий принципи болуп һесаплиниду. Бу йәрдә өзлүгидин мәзкүр программа даирисидә мәбләғ жиғиш вә уни тәхсим қилиш системисиниң қандақ ишләйдиғанлиғи тоғрилиқ соал туғулиду. Мундақ мәсилини һәл қилиш үчүн Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлигидә мәхсус фонд қурулуп, дөләтниң, иш бәргүчиниң һәм хадимниң бәдәллири шу йәргә топлиниду вә мәхсус фонд, бирдин-бир хизмәткә һәқ төлигүчи сүпитидә, медицина мәһкимилири билән шәртнамиларни түзиду. Фондниң һәм тәсисчиси, һәм акционери Қазақстан Һөкүмити, йәни Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлиги. Әң муһим мәсилә – мәзкүр йеңилиққа бағлиқ ким қанчилик миқдарда бәдәл  төләйду? Бу соалға җавап бәргәндә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, қанунни тәйярлиғучилар чәт әлләрниң мошу саһадики тәҗрибисини диққәт билән үгинип, бәдәл миқдарини башқа мәмликәтләрдикигә қариғанда хелә төвән бәлгүлигән. Мәсилән, дөләтниң алаһидә категориядики гражданлар (аһалиниң иҗтимаий җәһәттин аҗиз қатламлири) үчүн төләйдиған бәдәл миқдари оттура айлиқ иш һәққиниң 7 пайизини тәшкил қилиду вә униң миқдари басқучлуқ асаста, йәни 2017-жили – 4 пайиз, 2018-жили – 5 пайиз, 2023-жили – 6 пайиз, 2024-жили 7 пайиз өсиду. Иш бәргүчиләр төләйдиған бәдәл миқдари хадимниң иш һәққиниң 5 пайизини тәшкил қилиду вә уму басқучлуқ асаста – 2017-жили – 2 пайиз, 2018-жили – 3 пайиз, 2019-жили – 4 пайиз, 2020-жили – 5 пайиз миқдарида  төлиниду. Әнди хадим төләйдиған бәдәл миқдари униң кириминиң 2 пайизини тәшкил қилип,  2019-жилдин башлап бир пайиз, 2020-жилдин башлап икки пайиз миқдарида төлиниду. Мустәқил паалийәт елип бериватқан гражданлар (хусусий тиҗарәтчиләр, шәхсий нотариуслар, шәхсий сот иҗрачилири, адвокатлар, кәспий медиаторлар, гражданлиқ-һоқуқ характеридики шәртнамилар бойичә һәқ  еливатқан  шәхсләр) төләйдиған бәдәл миқдари уларниң тапавитиниң  7 пайизини тәшкил қилиду вә жиллар бойичә чаққанда, 2017 жили – 2 пайиз, 2018-жили – 3 пайиз, 2019-жили – 5 пайиз, 2020-жили –7 пайиз миқдарида төлиниду. Йеңи қобул қилинған қанунда дөләт бәдәллири һесавиға медицинилиқ ярдәмдин пайдилинидиған гражданларниң 12 категорияси атап көрситилгән. Улар – 18 яшқичә болған балилар, һамилдар аяллар, шундақла бала туғулушиға, йеңи туғулған балини беқивелишиға, бала үч яшқа толғичә уни беқип-күтүшкә бағлиқ отпускта болуватқан аяллар, «Алтын алқа» вә «Күміс алқа» билән мукапатланған көп балилиқ анилар, Улуқ Вәтән урушиниң қатнашқучилири билән накалири, шундақла уларға тәңләштүрүлгән шәхсләр, билим бериш тәшкилатлирида күндүзи оқуватқан накалар, ишсиз сүпитидә тиркәлгәнләр, пенсиядикиләр, интернатларда оқуватқанлар вә тәрбийилиниватқанлар, сот һөкүми бойичә җазасини өтәватқанлар, вақитлиқ тутуш вә тәргәв изоляторлирида қамақта болуватқанлар. Әнди МИМҒ системиси даирисидә  бизгә көрситилидиған медицинилиқ хизмәт түрлиригә кәлсәк, униң көләми һазирқи капаләтләндүрүлгән көләмдин аз болмайду. Һәтта қошумчә җәлип қилинған мәбләғ һесавиға басқучлуқ асаста заманивий давалаш усуллири җарий қилиниду, амбулаторлуқ дәриҗидә көплигән дора түрлири рецепт бойичә һәқсиз берилиду. Қобул қилинған қанунға мувапиқ дөләт бюджети һесавиға мәбләғ билән тәминлиниватқан медицинилиқ ярдәм көләмидин мәмликәтниң барлиқ аһалиси пайдилиниду вә у тез медицинилиқ ярдәм һәм санитарлиқ авиация, иҗтимаий әһмийәтлик ағриқларда вә әтраптикиләр үчүн хәтәр туғдуридиған ағриқларда, шундақла МИМҒ даирисидә медицинилиқ ярдәмдин пайдилиниш (2020-жил 1-январьғичә) һоқуқи йоқ шәхсләргә амбулаторлуқ-шипахана (дәсләпки медицинилиқ-санитарлиқ вә мәслиһәт-диагностикилиқ)                                                                     ярдими, пәвқуладдә әһвалларда вә иҗтимаий әһмийәтлик ағриқларда һәм әтраптикиләр үчүн хәтәр туғдуридиған ағриқларда стационарлиқ, шундақла стационарни алмаштуридиған медицинилиқ ярдәм, ағриқниң алдини елиш үчүн әмләткә селиш охшаш медицинилиқ хизмәт түрлирини өз ичигә алиду. Мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш даирисидики  медицинилиқ ярдәм – қошумчә көләм – базилиқ көләмгә тәәллуқ әһваллардин башқа әһвалларда, амбулаторлуқ-шипахана ярдимини,  планлиқ стационарлиқ вә стационарни алмаштуридиған ярдәмни, жуқури технологиялик медицинилиқ хизмәтләрни, дора-дәрмәкләр билән тәминләшни өз ичигә алиду. Мундақ медицинилиқ ярдәм түрлиридин гражданлар, Қазақстанда турақлиқ яшаватқан вә улар үчүн бәдәл төлиниватқан чәтәлликләр, гражданлиғи йоқ шәхсләр пайдилиналайду. Қошумчә медицинилиқ ярдәм көләми Иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш фонди һесавиға әмәлгә ашурулиду. Әнди Иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш фондиға бәдәл төлимәйватқан шәхсләр базилиқ көләмгә кирмәйдиған медицинилиқ ярдәм үчүн медицинилиқ тәшкилатқа нәқ ахча билән һәқ төләш яки ихтиярий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш даирисидә ярдәмдин пайдилиниш һоқуқиға егә. Ихтиярий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш гражданларниң яки иш бәргүчиләрниң ихтиярий бәдәллири һесавиға мәбләғ билән тәминлинидиған айрим медицинилиқ хизмәтләр түркүмини көздә тутиду. Биздә киракәшлик, репетиторлиқ, бала баққучи, ағриқ адәмләрни күткүчи, өй тазилиғучи охшаш хизмәтләрни атқуруп, аилисини асраватқан адәмләр нурғун. Тәбиийки, уларниң көпчилиги һөкүмәткә селиқ төлимәйду.  Шундақ екән, иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш җарий қилинғандин кейин «Ундақ шәхсләр дохтурларниң хизмитидин пайдилинилаламду?» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Адәмләрниң мундақ категориялириниму 2020-жилғичә капаләтләндүрүлгән һәқсиз медицинилиқ ярдәм көләми – җумһурийәтлик бюджет һесавиға дора-дәрмәкләр билән тәминләп, уларға амбулаторлуқ шипахана ярдимини көрситиш көздә тутулған. Униңдин кейин иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш даирисидә медицинилиқ хизмәттин пайдилиниш үчүн улар өз паалийитини селиқ органлирида тиркиши яки ишсиз екәнлигини рәсмийләштүрүши шәрт. Мундақ чариләр иҗтимаий адаләтликни орнитиш үчүн көрүлүватиду. Башқичә ейтқанда, селиқ төлимәйватқан вә шуниң билән биллә башқиларниң һесавиға иҗтимаий әвзәлликләрдин пайдилиниватқан ихтисадий җәһәттин актив гражданларму әйнә шундақ иҗтимаий әвзәлликләрдин пайдилиниш үчүн бирдәк җавапкәр болуши керәк. МИМҒ системиси җарий қилинғандин кейин қандақ иҗабий өзгиришләрниң йүз беридиғанлиғиму гезитханни қизиқтуридиғанлиғи чоқум. Саһа мутәхәссислириниң пикричә, биринчидин, амбулаторлуқ дора-дәрмәк билән тәминләшкә мәбләғ нурғун бөлүниду. Бүгүнки күндә бу көрсәткүч биздә аһалиниң җан бешиға чеқип һесаплиғанда, илгәрки алмаштуруш курси бойичә, 25 АҚШ доллирини тәшкил қиливатиду. Әнди Европа иттипақи әллиридә болса, у оттура һесапта 257 доллар екән. Амбулаторлуқ-шипахана хизмитидин пайдилиниш көрсәткүчи шипаханиларни умумий тәҗрибә врачлири билән тәминләшни көпәйтиш арқилиқ яхшилиниду. Әгәр һазир участкилиқ терапевтқа оттура һесапта икки миңға йеқин турғун тоғра кәлсә, истиқбалда униңда давалинидиғанларниң санини 1500 турғунғичә азайтиш көздә тутулуватиду. Бу болса, өз новитидә, Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиға әза әлләрдә қелиплашқан әмәлиятқа мувапиқ келиду. Шундақла медицинилиқ реабилитация, бемарни әслигә кәлтүрүш үчүн давалаш, паллиативлиқ ярдәм, һәмшириләр күтүми охшаш йөнилишләр тәрәққий етиду. Бәхиткә қарши, бу йөнилишләрму биздә Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиға әза әлләр көрсәткүчидин хелә төвән. Әң муһими, мәҗбурий иҗтимаий ғәмсизләндүрүш   медицинилиқ системисиниң җарий қилиниши билән медицинилиқ хизмәт көрситиш сүпитиниң көтирилиши түпәйли аһали саламәтлиги яхшилинип, тәбиийки, яшаш узақлиғи көпийиду. Өз новитидә, мәмликәт гражданлириниң давалинишқа кетидиған хираҗити хелә азийиду. Саһада очуқлуқ-ашкарилиқ техиму кәң орун елип, һәрбир адәм бәдәлни немә үчүн төлигәнлигидин толуқ вақип болиду. Бемарниң медицинилиқ хизмәтниң толуқ көләмдә көрситилишигә бағлиқ тәливиму ашиду. Қисқиси, мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисиниң җарий қилиниши мәзкүр саһадики әһвални техиму яхшилап, аһалиға сүпәтлик хизмәт қилиш көрсәткүчини йетәкчи әлләрниң дәриҗисигә йәткүзидиғанлиғи, нәтиҗидә хәлиқ саламәтлигиниң яхшилинидиғанлиғи талашсиз. Шөһрәт МӘСИМОВ.

330 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы