• Әдәбият гүлзари
  • 25 Ақпан, 2016

Шеирийәткә етиқат»

Йеқинда Алмута шәһиридики  М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә көрнәклик шаир Илия Бәхтияниң иҗадийитигә беғишланған «Шеирийәткә етиқат» намлиқ әдәбий кәч болуп өтти.Уйғур тили вә әдәбияти пәнлири муәллимлириниң көп күч чиқириши билән уюштурулған бу кәчкә «Бейбітшілік әлемі» фондиниң вице-президенти, профессор Турсун Розиев, иҗаткарлар Абдулһәй Дөләтов, Үсүпҗан Җолаев вә Заря Востока мәһәллисиниң жигитбеши Исақ Лохманов вә Алатав наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Йүсүпов қатнашти. ХХ әсир уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан талантлиқ шаир Илия Бәхтия «шеирийәт — мениң өйүм, һаятим, бәхтим, қайғу-һәсритим, муңдишим, яр-йөлигим, муһәббитим», дәп өтти. Болғуси шаир 10 — 12 яшлиридила тәңтушлири арисида «Илия қошақчи» дегән атаққа егә болған. 13-14 яшлирида болса, уйғур хәлиқ еғиз иҗадийити дурданилириниң күчлүк тәсири астида шеирларни йезип, туғма талант сүпитидә йеза хәлқи арисида тонулушқа башлиди. Мана мошулар тоғрилиқ Үсүпҗан Җолаев оқуғучиларға сөзләп бәрди. Кәч җәриянида меһманлар ушбу чарә-тәдбирни уюштурған муәллимләр билән оқуғучиларға миннәтдарлиғини билдүрүп, китаплирини соға қилди. Ахирида мәктәп мудири Гүлмира Тохтахунова вә мудирниң оқуш ишлири бойичә орунбасари Реһимбүви Муһәммәтова сөз елип, кәч иштракчилириға миннәтдарлиғини билдүрди.

Фируза НӘВИРДИНОВА.

Алмута шәһири. СҮРӘТТӘ: кәч иштракчилири оқуғучилар билән хатирә сүрәткә чүшти.

567 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы