• Иҗадий портрет
  • 25 Наурыз, 2016

Лутпулла Мутәллипниң театрчилиғимиздики орни

Лутпулла Мутәллип һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң мәшһур вәкиллириниң бири. У һаятида күчлүк иштияқ билән әдәбият-сәнъәт иҗадийитигә киришип, «Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти», «Биз Шинҗаң оғул-қизлири», «Май күрәшчан ай», «Яшлиқ, үгән», «Жилларға җавап», «Тәсиратим», «Шаир тоғрисида мувәшшәһ», «Хиялчан тиләк» қатарлиқ шеирлири һәм «Муһәббәт вә нәпрәт» намлиқ дастани, «Униң кәлгүси зор һәм парлақ», «Әҗәл һодуқушида» қатарлиқ фельетонлири, «Рус хәлқиниң садиқ оғли Пушкин» қатарлиқ мақалилири билән һазирқи заман әдәбиятиниң тәрәққиятиға, шундақла театрчилиғимизға зор төһпиләрни қошқан әдип. Лутпулла Мутәллипниң иҗадийитидә шеир нисбәтән зор салмақни егилисиму, амма театр иҗадийитиму муәййән қиммәткә егә. Мол һәм җошқун театрчилиқ паалийити униң истедатлиқ театршунас екәнлигини испатлайду. У театрчилиқ паалийитидә һәм нәзәрийә тәтқиқати, һәм сценарий иҗадийити, һәм сәһниләштүрүш, актерлуқ билән шуғуллинип, көпқирлиқ талантини намайиш қилған. У Үрүмчи вә Ақсуда хизмәт қилған бәш жил давамида «Театрниң келип чиқиши вә риваҗлиниш тарихи», «Сәнъәткә муһәббәт» қатарлиқ мақалиларни, «Чинмодән», «Чимәнгүл», «Борандин кейинки аптап», «Күрәш қизи», «Самсақ акаң қайнайду», «Таһир — Зоһра» қатарлиқ опера-драмиларни язған. У бу әсәрләрни әйни дәвир реаллиғини күзитиш, тәһлил қилиш асасида вуҗутқа кәлтүрүп, буларға рошән дәвир пуриғини сиңдүргән. Әйни чағда Лутпулла Мутәллип шеирийәт иҗадийитидин башқа, йәнә театрдин ибарәт бу яш, аммивийлиғи күчлүк сәнъәт шәклини иҗадийәт объекти қилип, униң нәзәрийәлири вә иҗадийәт услуби билән тонушқан. Театрниң келип чиқиши вә қаидилирини қетирқинип үгәнгән. Шуңа у «Шинҗаң гезитида» ишләватқинида әдәбият-сәнъәтни йетәкләш түсини алған бирқатар илмий, нәзәрийәвий мақалиларни елан қилдурған. Уларниң ичидики «Театрниң келип чиқиши вә риваҗлиниш тарихи» намлиқ мақалисида театрниң келип чиқиши үчүн һазирланған зимин, театрниң риваҗлинишида язғучиларниң тутқан орни, театрчилиқниң һазирқи пәллиси, дегән мәзмунлар һәққидә дадил пикир жүргүзүп, җәмийәттә йеңилиқ сүпитидә мәйданға кәлгән театршунаслиқ сәнъити үчүн йөнилиш, усул көрситип бәргән. Театршунаслиқ нәзәрийәсини пухта егилигән Лутпулла Мутәллип өз иҗадийитидә әйни дәвир реаллиғи үчүн муһим дәп қаралған билим-мәрипәт егиләш, чин муһәббәткә болған садиқлиқ, җаһиллиқ-наданлиқтин қутулуш қатарлиқ муһим мавзуларни таллавелип, театр иҗадийитигә дадил қәдәм қойған. Материаллардин мәлум болушичә, әйни жиллири Лутпулла Мутәллип өзи язған опера-драмиларни асасән сәһниләштүргән вә өзи режиссерлиқ қилип, өзи баш рольни ойниған. Униң бу паалийәтлири шу чағларда хәлиқ арисида күчлүк тәсир қозғап, уларниң идея – аң җәһәттин йүксилишигә түрткә болған. У бу опера-драмиларни иҗат қилишта уйғур хәлиқ еғиз әдәбияти, әл ичи сәнъити вә классик сәнъәт әңгүштәлиридин иҗадий йосунда пайдиланған. Лутпулла Мутәллипниң «Самсақ акаң қайнайду» намлиқ драмиси — униң театр иҗадийитидики типик әсәрләрниң бири. Әйни вақитта Шинҗаңда илғар демократик затларниң башламчилиғида мәдәний ақартиш ишлири вә демократик вәтәнпәрвәрлик паалийәтлири қанат яйған еди. Аддий хәлиқ болса, җаһаләттин, наданлиқтин қутулушқа интизар еди. Лутпулла Мутәллип «Самсақ акаң қайнайду» намлиқ драмини мошундақ бир типик дәвир муһитини арқа көрүнүш қилип йезип чиққан. Лутпулла Мутәллип бу драмида Самсақ, Муһәммәт, Мәрийәм, Зорихан, Миҗит қатарлиқ персонажлар обризини яритип, илим-пәнни яқлайдиған тәрәққийпәрвәр инсанлар билән кона күчләр оттурисида йүз бәргән зиддийәт-тоқунушларни ечип бәргән. Җүмлидин пәнниң күчигә һәқиқий ишәнгән Самсақниң пәрзәндиниң тойида хошаллиғини басалмай «Қайнап ойниғанлиғи» көрситилгән. Бу йәрдики «қайнаш» Самсақниң чин жүригидин орғуп чиққан хошаллиқ, үмүт, тәлпүнүшидин дерәк бериду. Мундақчә ейтқанда, бу драмида Самсақ обризи арқилиқ хәлиқни ойғитиш, тәрбийиләш мәхсәт қилинған. Лутпулла Мутәллипниң пүткүл театрчилиқ паалийитигә нәзәр салғанда, мундақ хуласигә келиш мүмкин: Лутпулла Мутәллип яш, истедатлиқ театр хадими, у һазирқи заман уйғур театршунаслиғиниң башламчилириниң бири. Униң театрчилиқ паалийитидә кишини һәйран қалдурғидәк мол, әһмийәтлик һәм күчлүк җәлипкарлиққа егә опера-драмиларни иҗат қилип, муваппәқийәтлик сәһниләштүрәлигәнлиги, униң йүксәк бәдиий истедатқа, сәнъәт талантиға егә екәнлигини намайән қилипла қалмай, униң йәнә тиришчан, сәнъәтсөйәр, ғайилик жигит екәнлигини испатлайду. У ХХ әсирниң 40-жиллиридики әл ичини наданлиқ, қашшақлиқ қаплиған, мурәккәп иҗтимаий вәзийәттә шеирийәт билән биллә җанлиқ, тәсирчан сәнъәт шәкли болған театрчилиқни өзиниң хаинларни сөкүш, феодал бәг-төриләрниң зораванларчә қилмишлирини ечип ташлаш, хәлиқни җәңгивар роһ билән тәрбийиләш, уларға илһам-мәдәт бериш, наданлиққа, хурапатлиққа қарши туруш, илим-мәрипәтни тәшәббус қилиш, чин муһәббәткә садиқ болуш, ата-аниларға вападарлиқ көрситиш қатарлиқ пикир-қарашлирини тарқитиштики иҗадийәт васитиси қилип таллиған.Театр иҗадийитидә уйғур хәлиқ дастанлири вә уйғур «Он икки муқами» күйлиридин үнүмлүк пайдилинип, һазирқи заман уйғур театршунаслиғиниң шәкиллинишигә зор төһпә қошқан. Шуңлашқа уни һазирқи заман уйғур театршунаслиғиниң башламчиси дәп ишәшлик ейталаймиз. Мәвҗүдә МӘМТИМИН.(ШУАР).

2561 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы