• Ақ йол тиләймиз
  • 31 Наурыз, 2016

Илим-пәнгә иштияқ бағлап

Яркәнт  шәһиридики А.Луначарский намидики оттура мәктәпниң 11-синип оқуғучиси Сафиназ Насирова Җәнубий Кореяниң Дэджон шәһиридә  өткән хәлиқара илмий лайиһиләр конкурсида 2-орунни егиләп, күмүч медаль билән қайтти. Сафиназниң бу утуғи һәммимизни хошаллиққа бөлиди. Гәп қизчақниң қайси тилда оқуватқанлиғида әмәс, бәлки уйғур қизиниң хәлиқара дәриҗидики яш алимлар байқишида ғалип чиқиши – бу миллитимиз үчүн чоң хошаллиқ болғанлиғи ениқ. – Оқушта әлачи, тәртиптә интизамлиқ Сафиназ Насирова  җәмийәтлик ишларғиму паал қатнишиду. Тәңтушлириниң арисида физика пәнигә болған қизиқишиниң үстүнлүги, билиминиң чоңқурлуғи түпәйли дәсләп наһийәлик пән олимпиадисида ғалип чиқип, Талдиқорған шәһиридә өткән илмий лайиһиләр байқишидиму иккинчи орунға егә болди. Әнди вилайәттин ғалип чиққан 28 оқуғучиниң арисида хәлиқара илмий байқашқа  атланғанда биз, устазлири, шагиртимизниң үмүтимизни ақлайдиғиниға  ишинип, ақ йол тилидуқ. Сафиназниң 11-синипта оқуватқиниға қаримай, «Яш алим» дәриҗисигә қол йәткүзгини бизниң бешимизни көккә йәткүзди. Устазға буниңдин артуқ бәхит болмиса керәк, – дәйду өзини  синип йетәкчиси  һәм физика пәни муәллими дәп тонуштурған Наталия Бондаренко. Әнди Җәнубий Кореядики хәлиқара яш алимлар байқишиға һәққидә сөз қилидиған болсақ, жуқурида тәкитлигинимиздәк, у Дэджон шәһиридә өтүп, униңға җумһурийитимиздин 150 үмүткар иштрак қилди. Сафиназ Насирова илмий әмгигини: «Моделирование теплового пояси жизни в экзопланетных системах. Поиск обитаемых планет» мавзусида қоғдап чиқти. Мошу йәрдә  Сафиназниң  ата-аниси  һәққидә икки еғиз гәп қилишни тоғра көрдуқ. «Қуш угида немә көрсә, учқанда шуни қилиду» демәкчи, миллий мәдәнийитимиз билән маарипимизниң җанкөйәрлири Дилшат ака билән Сүрийәм һәдә кәнҗә қизиниң бойидики билимгә, илим-пәнгә болған қизиқишини назарәт қилипла қоймай, бу мурәккәп саһада издинишини қоллап-қувәтлимәктә. Өз новитидә, қизчақму устазлири билән ата анисиниң үмүт-ишәнчисини ақлап хәлиқара яш алимларниң илмий байқишида 2-дәриҗилик диплом билән мукапатлиништин ташқири җумһурийәттики алий оқуш  орунлириниң дөләт грантини йеңивалғини чоң хошаллиқ, әлвәттә.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.

Панфилов наһийәси.

410 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы