• Әхбаратлар еқими
  • 31 Наурыз, 2016

Миннәтдарлиқ бүлдүримиз

Бу  жилқи Норуз мәйрими Челәк йезисида,  қелиплашқан әнъәнә бойичә, қизғин қарши елинди. Челәк йезисиниң Мәдәнийәт өйи әтрапиға тәвәдики этномәдәнийәт мәркәзлири, мәһкимә вә карханилар тәрипидин қатар-қатар өйләр тикилип, ихчам мәһәллә қурулди. Қазақ, уйғур, түрк, корей, славян хәлиқлириниң вәкиллири таамлар көргәзмисини уюштуруп, миллий урпи-адәт, әнъәнә вә мәдәнийитини намайиш қилди. Җүмлидин уйғур хәлқиниң миллий бариңи ясилип, униң ичи қапақлар, гүлләр вә үзүмләр, миллий саз әсваплири билән безилип, миллий рәң алди. «Уйғур өйи» қазилар тәрипидинму мунасип баһалинип, алдинқи орунларға еришти. Пурсәттин пайдилинип, Норузда уйғур хәлқиниң мәдәнийитини көрситиш үчүн җавапкәр болған Абдулла Розибақиев намидики мәктәпниң өзигә жүкләнгән вәзипә һөддисидин шәрәплик чиқишиға һамийлиқ қилған Аблемит Абаков билән Һасанҗан Сәлимовқа сөйүмлүк нәшримиз «Уйғур авази» гезити арқилиқ сәмимий миннәтдарлиғимизни ейтип, ишлириға утуқ тиләймиз.

                                                                                    Майра ОРЫНТАЕВА,

А.Розибиқиев намидики оттура мәктәпниң мудири.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

614 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы