• Көргәзмә
  • 07 Сәуір, 2016

Бемарлар дәрдигә дәрман болди

Өткән һәптидә «Алма-Ата компот» ресторанида Қазақ онкология вә радиология илмий-тәтқиқат институтиниң уюштуруши вә онкологиялик ағриқларға дучар болған бемарларни психологиялик қоллап-қувәтләш ассоциацияси, «NT PRODACTІON», «РАИД» имканийити чәкләнгән балилар ата-анилириниң бирләшмиси, Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң қоллап-қувәтлиши билән онкологиялик ағриққа дучар болған балилар қол-һүнәрлириниң көргәзмиси өткүзүлди. Бу чарә-тәдбиргә балилар бир ай мабайнида тәйярлиқ қилди. Улар кәштә басти, сүрәт сизип, үнчә-марҗанлардин һәрхил буюмларни ясиди.  Уюштурғучиларниң ейтиши бойичә, бу көргәзминиң асасий мәхсити балилар билән ата-аниларни психологиялик җәһәттин қоллап-қувәтләштин ибарәт болди. Мәлумки, ағриқ дәрдини бала билән ата-аниси тәң тартиду. Улар вақтини асасән ағриқханида яки өйдә өткүзгәнликтин, балиларниң көпчилик билән мунасивәт қилиш җәрияни наһайити аз болиду. Биз, һүнәрвәнләр, мошуни нәзәрдә тутқан һалда бир ай давамида ағриқханиға берип, шу балилар билән биллә иш елип бардуқ. Уларға тапшурма берип, нәтиҗисини тәләп қилдуқ. Дәсләпки күнлири ата-анилар пәрзәнтлирини аяп, тапшурмиларни өзлири орунлап жүрди, һәтта уларниң арисида балилириниң бир нәрсә ясайдиғанлиғиға көзи йәтмәйдиған ата-аниларму тепилди. Гөдәкләрму биринчи күнлири биз билән түзигирәк мунасивәт қилалмиған еди. Амма бираз вақит өткәндин кейин, улар бизни күлүп қарши алидиған болди, — дәйду уюштурғучиларниң бири, хәйрихаһлиқ паалийәтлири билән тонулған Самал Оспанова. Мәрасим ахирида Қазақ онкология вә радиология илмий-тәтқиқат институтиниң хадимлири ушбу көргәзмини уюштурушқа ат селишқан шәхсләргә сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Зульфия ТЕЙИПОВА,  ҚУЯБ әзаси. ���u�����������=KQ�����my��=HV�U\o���������]bw���������������������������������fu����������q���v�������������������������������������������������������ical-align:middle'>СҮРӘТТӘ: Арзигүл аписи Зумрат вә устази Мерванәм билән.   tom:.0001pt; text-align:right;line-height:normal;mso-layout-grid-align:none;text-autospace: none;vertical-align:middle'>Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

515 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы