- Һасан-һүсән
- 14 Сәуір, 2016
Келәчигидин үмүтләндүриду
Һәрбир адәмниң өз қизиқиши, бирәр ишқа майиллиғи болиду. Шуниңға иштияқ бағлап, шуғуллинишни яқтуриду. Бизниң синипдашлиримиз Әлишер Султанхоҗаев вә Имран Давутов шулар җүмлисидиндур. Улар спортқа бәк қизиқиду. Әлишер дәристин бош вақтида «Нур» спорт клубида бокс билән шуғуллиниду. Имран болса, үзүш бойичә мәшиқлиниду. Синипимизниң спортчилири көплигән наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик мусабиқиларға қатнишип, алдинқи орунларға еришип, медаль һәм пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Биз синипдашлиримизниң йәткән утуқлири билән пәхирлинимиз. Әлишер билән Имранниң келәчәктә спорт алимидә чоң утуқларға йетидиғиниға үмүт қилимиз.
Лутпуллам ИХРИЕВ, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң 4-синип оқуғучиси. Алмута шәһири.337 рет
көрсетілді0
пікір