• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2016

Уюлуш гөзәл әхлақтур

Бүйүк мутәпәккүр алим Йүсүп Хас Һаҗип буниңдин йүзлигән жиллар илгири «Уят барчә яман ишни тосқучи, пүтүн яхши ишқа улаштурғучи» дегән нәқилни бизгә қалдуруп кәткән. Һәқиқәтәнму уят, шәрмий-һая, пәдишәп — бүгүнки күндә һәрбир инсан үчүн адимийликни, қәлб гөзәллигини намайиш қилишта, иш-һәрикәт, гәп-сөз, жүрүш-турушқа баһа бериштә наһайити муһим өлчәм болуп қалди. Бу җәһәттин болупму қиз-аяллар, чоңлар башқиларға үлгә болуши керәк. Биз шундақла уятниң  шәхсни тәрбийиләштә, әлни-дөләтни башқуруштики әхлақ-интизамини йолға қоюшта муһим роль ойнайдиғанлиғини, йәни шәрмий-һаяниң инсан үчүн мәңгүлүк һәмра, қәлб етизлиғиниң гүлтаҗиси болидиғанлиғини яхши чүшинимиз. Һар-номус, пәдишәпни бойиға сиңдүргән киши һәр җайда иззәт-еһтирамға егә болиду. Һаясиз адәм, қанчилик билимлик болушидин қәтъий нәзәр, көпчилик арисида қәдир-қиммитини йоқитиду, униң һайвандин қилчә пәрқи болмайду. Шуңлашқиму хәлқимиздә «Һаялиқ киши — баһалиқ киши» дегән нәқил бар.

682 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы