• Турнир
  • 26 Маусым, 2012

Чегаричи хатирисигә беғишланди

Йеқинда Талдиқорған шәһиридә Алмута вилайәтлик һакимийәтниң уюштуруши билән чегара хизмитиниң подполковниги мәрһум Қайрат Мамировниң хатирисигә беғишланған бокстин вилайәтлик турнир болуп өтти. Униңға вилайәттики барлиқ наһийәләрдин спортниң мәзкүр түри бойичә шуғуллиниватқан яш спортчилар иштрак қилди. Икки күнгә созулған бу турнирда җай-җайлардин кәлгән өсмүрләр өз ара күч синашти. Турнир йәкүни бойичә 63 вә 48 салмақ категорияси бойичә биринчи орунни Җамбул наһийәси, Узунағаш йезиси С.Бердиқулов намидики оттура мәктәпниң 9-синип оқуғучилири Илшат Сапарбаев билән Әзимҗан Даулетов йеңивалди. Мошу йәрдә узунағашлиқ  яш спортчиларниң кәспий дәриҗисини көтириштә аянмай әмгәк қиливатқан мәшиқләндүргүчиси Асипҗан Турдиевниң исмини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Мәзкүр турнирдин утуқлуқ қайтқан мәшиқләндүргүчи «шагиртлиримни келәчәктә хәлиқ ара рингтин көрүш арминим бар» дәп қалди. Бизму униң бу армининиң рояпқа чиқишиға тиләкдашлиқ билдүримиз.

Бәхтишат СОПИЕВ.

СҮРӘТТӘ: Әзимҗан Даулетов (солдин оңға), Асипҗан Турдиев, Илшат Сапарбаев.  

364 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы