• «Мәшъәлниң» меһмини
  • 19 Мамыр, 2016

Талантлиқ тәрҗиман

Исми: Сүлһи Фамилияси: Мәшрәпов Туғулған жили: 1988 Кәспи: тәрҗиманСүлһи  Мәшрәпов 1988-жили 10-майда Панфилов наһийәси Яркәнт шәһиридә туғулған. Хелил Һәмраев намидики уйғур оттура мәктивини әла баһаларға тамамлап, Алмутидики Абылайхан намидики Хәлиқара мунасивәтләр вә Дуния тиллири университетиға инглиз вә хитай тиллири бөлүмигә оқушқа чүшиду. Мәктәптә оқуп жүргән пәйтлиридә уйғур тили  вә әдәбияти, шундақла рус тили вә әдәбияти пәнлири арисида өткүзүлгән наһийәлик вә вилайәтлик олимпиадиларға қатнишип, алдинқи орунларни алиду.  Оқушни тамамлап, алди  билән Gіftware ширкитидә лаһийә менеджери болуп ишқа орунлишиду. Оқуп жүргән чағлирида тил үгиниш билән биллә өз алдиға милләт мәнпийити үчүн бирнәччә лаһийиләрни түзүп чиқти. Шуларниң бири «Ирадә Lіfe» журналини нәшир қилиш болди. Мәзкүр журнални нәшир қилишқа «Ирадә-Балық» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Сүрийәм Һезимова маддий җәһәттин қоллап-қувәтлиди. Кейин Девид вә Наргиза Мәшүровлар асасини салған B2A PROJECT лаһийисидә арт-директор хизмитини атқуриду. Кичигидин уйғур әдәбияти вә тарихиға зор иштияқ бағлиған жигит униң келәчәк тәрәққияти һәққидиму өз үлүшини қошушни арман қилиду. Җәмийәтлик ишларда тинмай әмгәк қилидиған һели мәрһум Турған Розахунов  рәислигидики «Инайәт» ассоциациясигә ишқа орунлишиду. Бу йәрдә җәмийәтлик ишларда өз паалийитини  жүргүзүшкә техиму көп имканийәт яритилиду. Өткән жили Россиядә җайлашқан Пор-Бажын охшаш тарихий җайларни зиярәт қилиш имканийәтигә егә болди. Дунияниң 47 мәмликитидә яшаватқан қериндашлиримизға бир-бири билән өзара пикир алмишип, алақидә болидиғанға doppalіfe.com сайтини ачиду. Бийил 5-май күни униң ечилғиниға бир жил толиду. Бүгүнки күндә Сүлһи «Mobіl Realty Management Company» компаниясидә менеджер  болуп ишләйду. Өткән жилдин башлап  билимини техиму ашуруш үчүн Алмута Техникилиқ университетиға «ихтисат вә бизнес» факультетида  магистрлиқни оқуватиду. Сүлһиниң келәчәк армини өз билими вә күчиниң йетишичә өз хәлқиниң мәдәнийәт вә сәнъитигә хизмәт қилиш вә тәрәққий әткүзүш. Сәнъәт демәкчи, Сүлһи көплигән хәлқимиз арисида аммибап нахшиларниң мәтининиң муәллипи. У барлиқ сәнъәткарлиримизға дегидәк нах­ша мәтинини язди. Униң алдиға қойған чоң мәхсәт лаһийилиригә йетидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Сүлһи 10-май күни 28 яшқа толди. Шу мунасивәт билән биз  чин қәлбимиздин тәбрикләп, ишиға утуқ вә мувапәққийәтләр тиләймиз. Молутҗан ТОХТАХУНОВ

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы