- Әхбаратлар еқими
- 19 Мамыр, 2016
Йәрни нәтиҗидарлиқ пайдилиниш — вақит тәливи
Бийил биз елимизниң Мустәқиллигиниң 25 жиллиғини нишанлаймиз.Тарих үчүн мошундақ қисқа вақит ичидә Қазақстан дунияға тонулди. Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли көплигән программилар утуқлуқ әмәлгә ашурулди.Қазақстан ихтисадий йүксүлүш җәриянини бесип өтти. Мәлумки, Қазақстан территория җәһәттин дунияда тоққузинчи орунда туриду.Йәр хәлиқниң асасий байлиғи. Уни нәтиҗидарлиқ пайдилиниш һечқачан күн тәртивидин чүшмигән.
Һазир йеза егилиги саһасида қобул қилинған программилар мәзкүр саһани кәң даиридә тәрәққий әткүзүшкә чоң имканийәтләрни яритиду.Егисиз қалған йәрләрни, етизлиқларни яйлақларға айландуруп, чарвичилиқни тәрәққий әткүзүшкә болиду. Шундақла йәр пайдилинишни билидиған шәхсләргә берилсә, улар өзиниң инвестицияси арқилиқ инновациялик технологияларни киргүзсә, йетиштүрүлидиған мәһсулатму риқабәткә қабил болиду. Демәк,йәргә ишлигәнниң мәнпийәтдарлиғи ашиду, пайдиси көпийиду. Дөләт турғисидин қариғанда озуқ-түлүк бехәтәрлиги тәминлиниду. Әнди хәлиқни тәшвишләндүрүватқан йәрни сетиш мәсилисигә келидиған болсақ, Президент өз мәвқәсини қәтъий билдүрди,йәни йәрниң чәтәлликләргә сетилмайдиғанлиғини алаһидә тәкитлиди.Бу аһали арисидики гуман-тәшвишләрни йоқ қилди.Жуқурида ейтқинимдәк,йәр қазақстанлиқларниң асасий байлиғи.Шуңлашқа йәр ишлигән адәмгә пайда елип келиши лазим.Руслан Бәхтахунов,
йәр мәсилилири бойичә мутәхәссис.
Алмута шәһири.
657 рет
көрсетілді0
пікір